бодрум қәләси

биливелиң (46)

2013929
бодрум қәләси

бодрум қәләси

бодрум қәләсиниң 600 йилдин көпрәк вақиттин буйан қәд көтүрүп туруватқанлиқини вә һазирму актип ишлитиливатқанлиқини биләмсиз?

түркийәниң җәнубидики әгә деңизи райониға җайлашқан даңлиқ сайаһәт райони болған бодрум тарихтин буйан муһим порт шәһири салаһийитигә игә. бу шәһәрниң әң муһим символлиридин бири бодрум қәләси һесаблиниду.

үч тәрипи деңиз билән қоршалған бодрум қәләси җайлашқан җай қәдимки дәврләрдә бир арал болуп, кейин қуруқлуққа тутушуп, йерим аралға айланған.

бодрум қәләси 1406-1522-йиллири арисида сайнт җен чәвәндазлири тәрипидин бу ташлиқ йерим аралдики икки порт оттурисида йасалған. тик төтбулуң шәкиллик қәләниң қурулушида дунйадики йәттә мөҗизәниң бири болған вә вақитниң өтүшигә әгишип йәр тәврәш сәвәбидин вәйран болған мауслейонниң мазар ташлири ишлитилгән. қәләниң бәш мунари ичидә әң егизи фирансуз мунари болуп, егизлики 47.5 метир келиду.

бу қәлә 1960 - йили әслигә кәлтүрүлгәндин кейин, райондики чөкүп кәткән кемиләр арисидин чиқирилған йадикарлиқлар көргәзмә қилинидиған бодрум су асти археологийә музейиға өзгәртилгән.

бодрум су асти археологийә музей пәқәт түркийәдила әмәс, дунйадики надир музейлардин бири һесаблиниду. чүнки дунйадики чөкүп кәткән әң қәдимкий кемә һесаблинидиған, буниңдин 3300 йил илгирики мис дәвригә тәвә болған «улубурун» намлиқ  ликйа сода кемисиму бу музейда көргәзмә қилиниду. шуниң билән бир вақитта, әйни вақиттики деңиз сүйи билән толдурулған қәлә хәндәклиридин бириму бүгүнки күндә сәһнә сәнәт номурлири көрситилидиған фестивал саһәси сүпитидә ишлитилиду.

бодрум қәләси қәдимкий дәврниң харабилирини, 15-әсирдики йавропаниң йадикарлиқ сәнити, бинакарлиқи вә техникилиқ алаһидиликлирини әкис әттүридиған родос чәвәндазлири дәвриниң қурулушлирини, шундақла османли империйәси дәвридә селинған қурулушларни бир гәвдә һалитидә бағриға бесип йатмақта. бу қәлә муһим бир йадикарлиқ сүпитидә б д т маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати-йунеско (UNESCO) ниң дунйа мәдәнийәт мираслири тизимликидин орун алмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر