әбру сәнити

биливелиң - 23

1779745
әбру сәнити

әбру сәнитиниң әнәниви түрк сәнәтлиридин бири икәнликини биләмсиз?

 әбру сәнити, бир хил йелим билән қойуқлаштурулған суниң үстидә  рәңләр билән нәқишләрниң йасилиши вә бу нәқишләрниң қәғәзгә чүшүрүлүшидур. әбру сәнити маһийәттә безәкчилик сәнитидур. бу безәкчилик сәнити билән өй вә хизмәт орунлириға есил безәк буйумлири йасилиду.

оттура асийа сәнити вә қәғәз безәкчилик сәнәтлириниң әң муһимлиридин бири болған әбру сәнитиниң қачандин башлап тонулғанлиқини оттуриға қойуш мумкин әмәс. тунҗи һөҗҗәткә елинған әбру сәнити 16-әсиргә аиттур. османли империйәси дәвридә муһим  сәнәтләрдин бири болған әбру сәнити тоғрисидики әң қәдимки түркчә әсәр, 1615-йилдин кейин йезилған. ғәрбтә әбру сәнити үчүн, «мәрмәр қәғәз» йаки «түрк қәғизи» дегәндәк исимлар қоллинилмақта.

әбру, һәл бериш вә һөснхәт билән бирликтә китабларниң бәтлиридә, қолйазмиларниң гирвәклиридә, җилтларда вә һөснхәт бошлуқлирида қоллинилиш билән бир вақитта,  бүгүнки күндә  муһим сәнәт әсири дәп қаралмақта вә көргәзмә қилинмақта. илгири нурғун кишиләр бу сәнәткә тайинип тирикчилик қилатти. бүгүнки күндә болса, әбру сәнити кишиләрниң пәқәт қизиқиши биләнла чәклинидиған бир сәнәткә айлинип қалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر