һәр йили милйонларчә тоннилиқ тоқумичилиқ мәһсулатлири ташливетилиду йаки көйдүрүветилиду

йеңи шәйиләр гүзәл болиду - 19

1757643
һәр йили милйонларчә тоннилиқ тоқумичилиқ мәһсулатлири ташливетилиду йаки көйдүрүветилиду

(гамзә дәмәч сибич)

кийишкә болидиған кийимләрниң вәһшиләрчә бир тәрәп қилиниши һәм муһит булғинишини һәм милйардларчә долларлиқ зийанни кәлтүрүп чиқармақта.

кийим ишкапиңизға нәзәр ташлиғиңизда, сиз һеч кийип бақмиған йаки бәк аз кийгән, һәтта унтуп қалған кийимләрни учритип қалдиңизму? дунйа миқйасидики нурғун кишиләргә нисбәтән бу соалниң җаваби؛ «шундақ, учритип қалдим» дин ибарәттур. чүнки, бу һәқтә елип берилған тәтқиқатларға асасланғанда, сетивелинған тоқумичилиқ мәһсулатлириниң 30 пирсәнти әмәлийәттә ишлитилмәйдикән.

ишлитилмигән мәһсулатлар һәм иқтисадқа һәмдә артуқ ишләпчиқириш тәбиәткә зийан йәткүзмәктә. һәр йили кийишкә болидиған кийимләрниң ташливетилиши 460 милйард долларлиқ зийан елип кәлмәктә. бу әһвалниң әң муһим сәвәблиридин бири, йеқинқи 15 йилда кийим-кечәк ишләпчиқиришниң икки һәссә ешип кетиши вә ишлитилиш вақтиниң % 36 азийишидур. чүнки, «тез сүрәтлик мода» еқими дәп атилидиған начар сүпәтлик тоқумичилиқ мәһсулатлириниң йеримидин көпрәкиниң өмри пәқәт бир йилла болиду.

америка қошма иштатлирида һәр йили тәхминән 17 милйон тонна тоқумичилиқ әхләтлири оттуриға чиқиду. бу сан йавропа иттипақида 5 милйон 800 миң тонниға йетиду. тоқумичилиқ мәһсулатлириниң әхләтләргә ташливетилиш нисбити% 5 әтрапида. әгәр бу ишләпчиқириш нисбити мушундақ давамлашса, 2050-йили кийим-кечәкләрниң сетилиш миқдари 175 милйон тонниға йетиши мумкин. 2050-йилиға барғанда, йилиға 150 милйон тонна кийим көйдүрүлиду, йаки әхләтләргә ташливетилиду. йәни, һазирқидин 3 һәссә артуқ кийим – кечәк әхләтләргә ташливетилиду ...

тоқумичилиқ мәһсулатлириниң қалдуқлири 2025-йилдин башлап әхләтләргә ташливетилмәйду

тоқумичилиқ саһәси кәлтүрүп чиқириватқан муһит булғиниш вә иқтисадий исрапчилиқ мәсилисини һәл қилиш үчүн тәдбир қоллиниливатиду. йавропа иттипақи, 2025-йил 1-йанвардин башлап тоқумичилиқ мәһсулатлириниң қалдуқлирини әхләтләргә ташливетиш йаки көйдүрүшни чәклиди. бу чәклимә,  қайта пишшиқлап ишләш үчүнму муһим пурсәтләрни өз ичигә алиду. чүнки тоқумичилиқ мәһсулатлириниң қайта пишшиқлап ишләшкә қошқан төһписи% 1 киму йәтмәйду. 2025-йилидин етибарән тоқумичилиқ мәһсулатлириниң қалдуқлириниң % 95  иниң қайта пишшиқлап ишлинидиған мәһсулатларға айландурулуши нишан қилинмақта.

түркийә «қайта пишшиқлап ишләш вә исрапчилиқниң алдини елиш пилани» даирисидики паалийәтлири арқилиқ узақ мәзгилдә йавропа иттипақиниң өлчәмлири билән охшаш нисбәтләрни нишан қилмақта.

йәккә тәдбирләрниң йәр шариниң иссип кетишигә көрситидиған тәсири

тоқумичилиқниң сәлбий тәсирлиригә әслидә йәккә тәдбирләр арқилиқму тақабил турғили болиду. истемалчиларниң аңлиқ һалда һәрикәт қилиши, кийим-кечәк дунйасиниң йәршариниң иссип кетишигә көрситидиған тәсирини% 20 төвәнлитиду. ундақта, немиләргә диққәт қилиш керәк?

кийим-кечәк саһәсидә ишләпчиқириш асасән еһтийаҗға бағлиқ болуп, еһтийаҗдин артуқ кийим – кечәк сетивелишму әң чоң мәсилиләрдин бири дәп қарилиду. бу һәқтики тәтқиқатларға асасланғанда, сетивелинған тоқумичилиқ мәһсулатлириниң 30 пирсәнти әмәлийәттә ишлитилмәйдикән.

гәрчә муһит асрайдиған дитиргент ишлитиш вә төвән температурида кийим йуйуш йәккә һаләттә ташлинидиған кичик қәдәмләр болсиму, әмма аммиви үнүми наһайити йуқиридур. модидин қалған кийим – кечәкләрниң ккичиккинә өзгиришләр арқилиқ қайта ишлитилиши, нимкәш һаләттә ишлитилиши вә мәһсулатларниң ташливетилмәстин йамап кийилиши қатарлиқ таллашларму алдимиздики йилларда техиму көп күнтәртиптә болиду. дәрвәқә, дунйаға даңлиқ тоқумичилиқ ширкәтлири бу һәқтә завутлирини аллиқачан һәрикәткә кәлтүрүп болди.

мәнбәси: TRT Haber



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر