ливийәдә йеқинлишип қалған сайламлар

күнтәртип вә анализ (12)

1736075
ливийәдә йеқинлишип қалған сайламлар

ливийәдә йеқинлишип қалған сайламлар

күнтәртип вә анализ (12)

(мурат йешилташ)

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң хәвпсизлик тәтқиқатлири дириктори вә йазғучиси мурат йешилташ тәрипидин тәййарланған «ливийәдә йеқинлишип қалған сайламлар» темилиқ анализини диққитиңларға сунимиз.

***** ***** *******  ** ******

ливийәдә декабирда өткүзүлмәкчи болған сайламниң йеқинлишишиға әгишип, дөләт ичидики җиддийлик күчийишкә башлиди. сайламниң өткүзүлидиған йаки өткүзүлмәйдиғанлиқи, сайламниң қандақ елип берилидиғанлиқи, сайлам райониниң бекитилиши вә намзатларниң бекитилиши қатарлиқ нурғун ениқсизлиқлар түпәйлидин йеңи бир вәзийәт барлиққа кәлди. ливийәдики һәр қайси тәрәпләр ташқи бесим вә қанунлуқ салаһийәт җәһәттики әндишә сәвәбидин сайлам өткүзүшни арзу қилмақта. әмма сайламниң қандақ шараитта, қандақ елип берилидиғанлиқи намәлум.

сайлам басқучида, һафтәр вә уни қоллиғучи дөләтләрниң техиму бәк алдинқи пиланға чиқиши мөлчәрләнмәктә. һафтәрниң америка пуқраси икәнликигә қаримастин, ливийә президентлиқини тәләп қилишиму қизиқарлиқ тема сүпитидә күнтәртиптә турмақта. чүнки ливийә сайлам қанунида қош дөләт пуқралиқи болғанларниң сайламда намзат болиши чәклиниду. бу вәҗидин һафтәрниң тәсири астидики тобрук мәркәзлик мәҗлис, қанунда болушқа тегишлик рәсмий мәсилиләрни бир чәткә қайрип қойуп, қанунда бәлгиләнгән адәм сани вә тәртип интизамни ойлашмайла йеңи сайлам қануни чиқиришқа урунди.

күтүлгинидәк хәлққә вәкиллик қилидиған йуқири орган болған тирипол мәркәзлик дөләт алий кеңиши бу қанунни етирап қилмайдиғанлиқини елан қилди. бундин башқа йәнә, кеңәшниң рәиси халид әл мишри өз нутуқида сайламниң зөрүрлүкини тәкитләш билән бир вақитта, техникилиқ җәһәттин сайламниң мумкин әмәсликини әскәртип, һафтәргә охшаш актийорларниң президентлиқ орундуқиға олтурушини һәргиз  қобул қилмайдиғанлиқини елан қилди. сөзиниң ахирида сайламни байқут қилишқа чақириқ қилди. бу әһвал тириполи тәрәптики сайламни байқут қилиш һәрикитиниң күнсири күчийидиғанлиқини көрситип бериду.

бу барлиқ ишлардин башқа йәнә, тириполи мәркәзлик актийорлар оттурисида ортақ бир намзат чиқириш тоғрисида бирдәклик ишқа ашқини йоқ. бу җәрйанда, қаззафийниң оғли сәйфулисламниң пирезидентлиққа намзат болидиғанлиқини елан қилиши йеңи талаш – тартишларға йол ачти. өзини шәрқ билән ғәрб оттурисида таллинишқа тегишлик башқа бир намзат сүпитидә оттуриға қойған сәйфилислам, хәлқни сайламға қатнишишқа чақириқ қилди. һафтәр өткүзгән җинайәтлиригә қаримастин президентлиқни тәләп қиливатқан бир муһитта, сәйфилисламниң намзатлиқиға хәлқниң қандақ муамилә қилидиғанлиқи очуқ-ашкарә бир мәсилә. бәзи районларда аллиқачан намайиш елип берилған болуп, хәлқ сәйфулисламниң намзатлиқини қобул қилғили болмайдиғанлиқини тилға елишмақта.

ливийәдә сайлам өткүзүш йаки өткүзмәслик, өткүзүлгән тәқдирдә, қанунлуқ дәп қаралиши йаки қаралмаслиқи қатарлиқ һәр хил позитсийәләр техичә ениқсизлиқини давамлаштурмақта. қандақла болмисун, сайлам ливийәдә йеңи бир басқучниң башлинишиға сәвәб болиши вә қайтидин тоқунушларни қозғитиши мумкин. чүнки һафтәр җәзмән өз районида қоралларниң сайисида сайлиғучиларға бесим ишлитип, ғәлибә қилмақчи болиду. қоралларниң сайисида әркин бир сайламни тәсәввур қилғили болмайду. башқа актийорлар болса бу нәтиҗини қобул қилмайду вә  нәтиҗидә сайлам билән йеңи бир җиддийлик пәйда қилинған болиду. бу әһвал бир мәзгил давамлашқан уруш тохтитишни бузуп ташлап, ливийәниң қайтидин қалаймиқанчилиққа петип қелишини кәлтүрүп чиқириши мумкин.

бундақ муһитта, фирансийәниң париж йиғини арқилиқ ливийә мәсилисигә тәсир көрситиши вәзийәтни техиму сәзгүрләштүривитиши турғанла гәп. ливийәдики мәсилиләрни сайлам һәл қилалмайду, әмма сайлам дөләтниң тәқдирини шәкилләндүриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر