түркийәниң сүрийәдә истиратегийәлик сәврчанлиқи түгиди

күнтәртип вә анализ - 7

1720349
түркийәниң сүрийәдә истиратегийәлик сәврчанлиқи түгиди

сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқат орни «SETA» ниң

дипломатийә сийасити тәтқиқатчқиси

(җан аҗун)

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әң йеңи байанатида, сүрийәдики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң контроллуқи астидики районлардин кәлгән һуҗумла һәққидә «бизниң әмди сәвр – тақитимиз қалмиди» дейиш арқилиқ, йа йәрлик муһим күчләр билән бирликтә, йаки өз алдиғила п к к/й п г қарши йеңи һәрбий һәрикәтләрниң елип берилидиғанлиқини оттуриға қойди. бу байанаттин кейин, һәмминиң диққити қайтидин сүрийәгә мәркәзлишиватқан бир пәйттә, русийәниң сочи шәһиридә ишқа ашурулған җумһур рәис әрдоған билән русийә пирезиденти виладимир путинниң учришишиниму һәл қилғуч рол ойниди, дәп қарашқа болиду.

         җумһур рәис әрдоғанниң «бизниң әмди сәвр – тақитимиз қалмиди» тәриқисидики байанати билән бирликтә, түркийәниң сүрийәдә п к к/й п г ниң контроллуқидики бәзи районларға қарита кәң көләмлик һәрбий һәрикәт елип бериши күтүлмәктә. әмәлийәттә,  «түркийә узундин буйан <истратегийәлик сәврчанлиқ> билән һәрикәт қилди» дейишкә болиду. америка қошма иштатлири вә русийә билән һасил қилинған келишимләрниң дәл әксичә, п к к/й п г түркийә чеграсиға йеқин районларда давамлиқ паалийәт елип бармақта. йәнә келип, террорлуқ тәшкилати п к к/й п г африн, әзиз, җәраблус, баб, тәләбйад вә рәсуләйн қатарлиқ түркийәниң контроллуқидики районларға сиңип кирип, террорлуқ һуҗумлирини елип бармақта, бу йәрләрдә һәм түркийә қораллиқ күчлирини, һәмдә  сүрийә миллий армийәсигә қарашлиқ күчләрни һуҗум нишани қилмақта, һәтта буниңдинму һалқип, бу районларда муқимсизлиқ пәйда қилиш үчүн пуқраларниму нишан қилип бомба һуҗумлирини елип бармақта. түркийә армийәси билән  дөләт бихәтәрлик оргини, түркийә миқйасида, болупму ирақниң шималида п к к ға қарши мувәппәқийәтлик һәрбий һәрикәтләрни елип берип, бу тәшкилатни тирипирән қиливатқан бир пәйттә, п к к ниң сүрийә тармиқи п й д / й п г болса, америка вә русийәниң қоллиши астида, түркийәниң сәврчанлиқиниң түгишини зорлайдиған шәкилдә  паалийәтләрни елип беришни давамлаштурмақта. лекин, әрдоғанниңму биваситә ейтқинидәк, нөвәттә түркийәгә нисбәтән сүрийәдә чегралардин аллиқачан һалқип өтүлди. илгириму елип берилған «фират қалқини», «зәйтун шехи» вә «тинчлиқ булиқи» һәрикәтлиридикигә охшашла, йеңи бир кәң даирилик һәрбий һәрикәтниң һарписида туруватқандәк қилимиз.

бу йәрдә болупму алдинқи һәптиләрдә сочида ишқа ашурулған әрдоған-путин башлиқлар учришишиниму нәзәргә еилишимизға тоғра келиду. икки рәһбәр, сүрийә мәсилиси һәққидә айрим музакирә елип барди вә  тәрәпләр өзлири дуч келиватқан мәғлубийәттин қутулушни халайдиғанлиқлирини байан қилди. өзара мәвҗут позитсийәләрни түзитиш вә етибар бериш арқилиқ ортақ тонуш һасил қилинған болуши мумкин. буниңму йеқин кәлгүсидә һәм идлиб һәмдә п к к/й п г ниң контроллуқидики районлар үчүн муһим нәтиҗилири болиду, әлвәттә. бирақ икки рәһбәрниң иҗабий позитсийәсигә қаримай үнүм һасил қилиналмиған тәқдирдә, русийә вә бәшшәр әсәд күчлириниң идлибни һуҗум нишани қилидиғанлиқини, түркийәниң бу йәрдә тизгинлигүчи күч сүпитидә җаваб қайтуридиғанлиқини, һәмдә п к к/й п г гә қарши һәрбий һәрикәтләрни қозғайдиғанлиқини, русийә билән  бәшшәр әсәд күчлириниң болса, тизгинлигүчи күчкә җаваб қайтурушқа тиришидиғанлиқини, пәрәз қилалаймиз.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر