аллаһ силәрни обдан билиду

аллаһ халиса силәргә рәһим қилиду, халиса силәрни азаблайду.

1664834
аллаһ силәрни обдан билиду

түркийә авази радийоси: исра сүриси, 52 – 60 - айәтләр. шу күндә аллаһ силәрни чақириду, силәр униңға һәмди ейтип иҗабәт қилисиләр вә (дунйада) пәқәт азғина турғандәк ойлайсиләр[52]. бәндилиримгә ейтқинки, улар йахши сөзләрни қилсун, шүбһисизки, шәйтан уларниң арисида питнә қозғайду, шәйтан инсанға һәқиқәтән ашкара дүшмәндур[53]. аллаһ силәрни обдан билиду, халиса силәргә рәһим қилиду, халиса силәрни азаблайду , сени улар (йәни капирлар) ға һамий қилип әвәткинимиз йоқ[54]. пәрвәрдигариң асманлардики, земиндики бәндилириниң әһвалини һәммидин обдан билиду, биз һәқиқәтән пәйғәмбәрләрниң бәзисини бәзисидин үстүн қилдуқ[55]. давутқа зәбурни ата қилдуқ, силәр аллаһни қойуп худа дәп ойлиғанлириңларни чақириңлар. уларниң қолидин силәрдин балани көтүрүветишму вә уни (башқиларға) йөткәп қойушму кәлмәйду[56]. улар (аллаһни қойуп илаһ дәп) ибадәт қилидиғанларниң (өзлири ибадәт арқилиқ) пәрвәрдигариға йеқин болушни тиләйду, уларниң арисида (пәрвәрдигариға) йеқинрақ болғини (һәм ибадәт арқилиқ аллаһқа йеқин болушни тиләйду), пәрвәрдигариниң рәһмитини үмид қилип (униң) азабидин қорқиду, пәрвәрдигариниң азаби һәқиқәтән сақлинишқа тегишликтур[57]. (аллаһқа асийлиқ қилған) һәрқандақ бир шәһәр болмисун, уни биз қийамәт күнидин бурун һалак қилимиз, йаки уни қаттиқ азаблаймиз, бу ләвһулмәһпузда пүтүлүп кәткән (һөкүм) дур[58]. (қурәйш мушриклири тәләп қилған) мөҗизиләрни мәйданға кәлтүрмәсликимиз пәқәт бурунқилар (йәни илгирики үммәтләрниң) мөҗизиләрни йалғанға чиқарғанлиқи үчүндур, биз сәмудқа чиши төгини рошән (мөҗизә) қилип бәрдуқ, улар уни инкар қилди. биз мөҗизиләрни пәқәт (бәндиләрни) қорқутуш үчүнла әвәтимиз[59]. өз вақтида биз саңа пәрвәрдигариңниң һәқиқәтән кишиләрниң (әһвали) ни толуқ билидиғанлиқини ейттуқ, биз саңа (мираҗ кечиси асман ـ земиндики аҗайиплардин) көрсәткән көрүнүшни, қурандики ләнәт қилинған дәрәхни (йәни қуранда зикри қилинған зәққум дәрихини) пәқәт кишиләр үчүн синақ қилдуқ, биз уларни (йәни мушрикларни) қорқутимиз. бизниң қорқутишимиз уларниң йолсизлиқини техиму күчәйтиду[60].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر