п к к - пәшмәргә тоқунуши сүрийәниму ичигә тартмақта

күнтәртип вә анализ

1664973
п к к - пәшмәргә тоқунуши сүрийәниму ичигә тартмақта

п к к - пәшмәргә тоқунуши сүрийәниму ичигә тартмақта

күнтәртип вә анализ (78)

(җан аҗун)

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә  сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң ташқи сийасәт тәтқиқатчиси җан аҗун тәрипидин тәййарланған «п к к - пәшмәргә тоқунуши сүрийәниму ичигә тартмақта» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

**** **** ** **** * *****

түркийәниң ирақниң шималидики барғанчә күчийиватқан һәрбий һәрикитидин кейинки пәшмәргә- п к к тоқунуши пат-пат давамлишип, тәрәпләр оттурисидики күч талишиш күриши сүрийәгичә кеңийишкә башлиди. п й д/  й п г ниң аталмиш ​​рәһбәрлириниң  к д п ни нишан қилған байанатлири билән биргә к д п  рәһбәрлириму п й д/  й п г ниң террорлуқ тәшкилати икәнликини вә п к к ниң сүрийәдики қурулмиси икәнликини тәкитләп җавап қайтурмақта. әмдиликтә болса, фишабур / сәмалкә чегра еғизи тақалди. п й д/  й п г ниң әрбил вәкиллири қолға елинди. K24  ниң сүрийәдики, йәни терорлуқ тәшкилати п к к районидики иш беҗириш ишханилири тақиветилди.

түркийә ирақниң шималидики п к к терорлуқ тәшкилатиға қарши башлиған чоң һәрбий һәрикәтлирини давамлаштурмақта. түркийә дөләтлик истихбарат тәшкилатиму нуқтилиқ һәрикәтлири арқилиқ террорлуқ тәшкилатниң аталмиш ​​йуқири дәриҗиликлири вә мәйдан қоманданлирини уҗуқтурушни давамлаштурмақта. түркийәниң күнсери күчийиватқан һәрбий бесимиға пәшмәргәниңму арқа сәп тәминати билән йардәм қилиши арқилиқ бу тәшкилат контрол қиливатқан районлирида йетим қалдурулуп, истратегийилик халта кочиға мубтила қилинмақта. мәвҗутлуқ хәвипигә патқан террорлуқ тәшкилати алақзадилик ичидә контролсиз һәрикәтләрни қилип, пәшмәргә қисимлириға һуҗум қилмақта. бир тәрәптин п к к рәһбәрлири к д п ни һуҗум нишани қилған еғир байанатларни елан қилса, йәнә бир тәрәптин п к к ни қоллайдиған курд җамаәтчилики вә алақидар аммиви тәшкилатлар сийасий амилларни сәпәрвәр қилиш арқилиқ к д п ға бесим муһити йаритишқа урунмақта. ахирида йавропада тәшкилләнгән унсурлар районға келип, п к к ға җанлиқ қалқан болуп бериш үчүн һәрикәт қилмақта. әмма ирақ курт районлуқ һөкүмити бу унсурларни йерақлаштуруш (чеградин қоғлап чиқириш) арқилиқ мәғлубийәткә дучар қилмақта.

к д п  билән терорлуқ тәшкилати п к к оттурисида елип бериливатқан бу күч талишиш күриши сүрийәниму ичигә тартидиған вәзийәттә турмақта. дәсләптә й п г террорчилири чегра линийәсидики пәшмәргә қаравулханисиға һуҗум қилип қаравулханиниң контироллуқи қисқа муддәтлик алқиниға киргүзүвалған иди.  андин йәнә к д п  ға йеқин болған курд миллий кеңиши (ENKS) ниң ишханиси вә иш беҗириш орунлириға от қойуп бәргән болуп, буниң арқисида п к к йашлар тәшкилатиниң барлиқи ашкариланған иди. лекин әмдиликлтә болса, тоқунуш вә күч талишиш күнсери кәскинлишиватқан бир пәйттә, икки районни биваситә туташтуридиған фишабур / сәмалка чегра еғизи тақиветилди. буниңдин башқа йәнә, п й д/  й п г ниң курд райунлуқ һөкүмитидики вәкиллири әрбилда қолға елинип түрмигә ташланди. п й д/  й п г му буниңға қарита  курд райунлуқ һөкүмитиниң ахбарат оргини K24 ниң ишханилирини тақап, хәвәрчилик паалийәтлирини тосуш арқилиқ җавап қайтурди. ундин башқа йәнә, камишли вә әйнәл әрәб қатарлиқ районларда терорлуқ тәшкилати п к к ни қоллайдиған вә к д п ни әйибләйдиған нурғун кичик намайишларни тәшкиллиди.

 

пәшмәргә билән терорлуқ тәшкилати п к к оттурисидики тоқунуш вә күч талишииш күришигә п й д/  й п г ниң сүрийәдә қатнашқанлиқи вә арилишиши әслидинла террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийәдики қурулмиси икәнликини очуқ ашкара намайан қилди. курд райунлуқ һөкүмити вә к д п му п к к ға қарши күришиниң сүрийәниму өз ичигә елиши керәкликини йәнә бир қетим көргән болди. ирақ курд райунлуқ һөкүмити ичидики аҗизлиқлардин пайдилинип гойа рак кесилидәк районға тарқалған террорлуқ тәшкилатиға қарши к д п рәһбәрлик қатлиминиң түркийә қораллиқ қисимлириниң һәрбий һәрикәтлирини вә тәшкилатқа болған бесимни пурсәт дәп билиши керәклики намайан болмақта. к д п вә пәшмәргә әмдиликтә техиму әмәлий усулда бивастә һәрбий һәрикәтләргә қатнишиш арқилиқ тарихий пурсәтни чиң тутуп, түркийәни қоллап қуввәтлаватқан вә бу терорлуқ тәшкилатидин қутулуш үчүн тарихи әһмийәткә игә наһайити йахши бир пурсәткә еришкән вәзийәттә турмақта. әгәр бу пурсәттин пайдиланмайдикән, улар давамлиқ терорлуқ тәшкилатиға дуч келип, бәдәл төләшкә мәҗбур болушни давамлаштуриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر