түркийә – мисир мунасивәтлириниң нормаллишиши

күнтәртип вә анализ (71)

1635876
түркийә – мисир мунасивәтлириниң нормаллишиши

түркийә – мисир мунасивәтлириниң нормаллишиши

күнтәртип вә анализ (71)

(мурат йешилташ)

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң хәвпсизлик тәтқиқатлири дириктори вә йазғучиси мурат йешилташ тәрипидин тәййарланған «түркийә – мисир мунасивәтлириниң нормаллишиши» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

**** ** *** *********

йеқинқи мәзгилдин буйан оттура шәрқтики нурғун дөләтләр өзара мәсилииси болған вә кәскин риқабәтлишиватқан дөләтләр билән нормаллишиш издинишидә болмақта. бу җәрйан дәсләптә трамп дәвридә исраилийә билән бир қисим әрәб дөләтлири арисида башланди. байденниң америкида һакимийәт бешиға келиши билән нормаллишишниң оттура шәрқтики нурғун дөләтләргә бирла вақитта тәсир көрсәткәнлики көрүлмәктә. өткән бир нәччә һәптә ичидә сәуди әрәбистан билән иран оттурисидики иллиқ учур беришләр райондики икки чоң рәқиб дөләт оттурисидиму йумшашниң мумкинликини әскә салмақта. түркийә болса, бу мәзгилдә әң көп күнтәртипкә кәлгән дөләтләрниң биригә айланди. түркийә-исраилийә, түркийә-мисир вә түркийә-сәуди әрәбистан оттурисида көрүлиши мумкин болған йеқинлишишлар бәлким оттура шәрқтә йеңи бир дәврниң оттуриға чиқишиға сәвәб болуши мумкин.

йеқинда түркийә билән мисирниң нормаллишиш издинишидә йеңи бир қәдәм ташланди. истихбарат башлиқлири вә ташқи ишлар министирлири учришишидин кейин түркийәдин бир һәйәт  қаһирәгә йетип барди. түркийәниң мисир билән елип барған нормаллишиши охшимиған район қатлимиға мас кәлмәктә. американиң сәуди әрәбистанни йәмәндә йалғуз ташлап қойуши вә иран билән йадро келишимгә йеқинлишиши оттура шәрқтики күч тәңлимисидә йеңи һәрикәтлинишләрни пәйда қилди. американиң иран билән қайтидин йадро келишимгә келишидин әнсирәватқан иттипақдашлириниң қайғулирини ақсарайниң оттура шәрқ вәкили макгуркниң сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики, мисир вә ийорданийәгә берип йоқатмақчи болидиғанлиқи ахбаратларда кәң хәвәр қилинди. американиң оттура шәрқтики биринчи муһим иши иранниң йадро пирограммисини контрол қилиш вә теһранни қайтидин үстәлгә олтурғузуштур. йәнә бир тәрәптин русийә вә хитай қатарлиқ хәлқара актийорларниң оттура шәрққә болған қизиқиши, күнсири америкаға нисбәтән йеңи бир хирис пәйда қилмақта. бундақ муһитта барлиқ район характерлиқ актийорлар өз-ара мәсилилирини һәл қилишқа тиришмақта. түркийә-мисир мунасивәтлириниң йеқинлишидики тиришчанлиқларниму бу тәңлиминиң бир қисми сүпитидә көрүш лазим.

шәрқий ақдеңиз тәвәлик саһәсини бөлүшүш вә ливийә мәсилиси түркийә билән мисирниң йеқинлишишидики әң ақиланә сәвәбләрниң бири сүпитидә алдинқи пиланға чиқмақта. ливийәдә вақитлиқ сийасий өткүнчи мәзгил башланғандин кейин, мисир вә түркийәгә нисбәтән ливийә ортақ мәсилигә айлиниши мумкин. һәр икки дөләт ливийә мәсилисидә бирликтә һәрикәт қилишниң истратегийәлик муһимлиқини тонуп йәтти. шәрқий ақ деңиздики енергийә байлиқиға мунасивәтлик риқабәтниң болса, икки дөләткә пайдисиз икәнлики айан болди. гиретсийә билән келишим имзалиған мисирму бу келишимниң мисирниң алдинқи орундики ишлиринииң тәқәззалирини толуқ қамдийалмайдиғанлиқи көрүп йәтти. шуңлашқа шәрқий ақ деңиздики енергийә мәсилисидә түркийә билән һәмкарлиқ орнитиши мисир үчүн техиму көп пайда елип келидиғанлиқидин дерәк бәрмәктә. бу икки мәсилә нормаллишиш мәзгилиниң әң иҗабий күн тәртипини тәшкил қилмақта.

икки дөләт оттурисидики бир мәсилә һесаблинидиған «мусулман қериндашлар тәшкилати» мәсилиси болса, һазирчә бир чәткә иттирип қойулған вәзийәттә турмақта. техиму муһими район характерлиқ геополитика мәсилилири икки дөләт оттурисидики йеқинлишишини һазирчә илгири сүридиғанлиқи мәлум. мисир-түркийә мунасивәтлириниң нормаллишиши ливийә мәсилиси қатарлиқ райондики җиддийликни пәсәйтиштә йошурун күчкә игә. йахши ишлиитилгән тәқдирдә, районда топлишип қалған аччиқларниң төвәнлишиш еһтималлиқи йуқири.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر