америкадики тунҗи ататүрк һәйкили

дидәм өзташбаши тәрипидин тәййарланған «биливелиң» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида «америкадики тунҗи ататүрк һәйкили» тоғрисидики учурларни силәр билән ортақлишимиз.

1620124
америкадики тунҗи ататүрк һәйкили

түркийә авази радийоси: америка қошма иштатлириниң аммиға очуқ җайға тикләнгән тунҗи ататүрк һәйкилиниң пайтәхт вашингтонда икәнликини аңлиғанмидиңиз?

2013- йили 11- айниң 10- күни, мустапа камал ататүрк вапат болғанлиқиниң 75 йиллиқи мунасивити билән, американиң аммиға очуқ бир йеригә қойулған тунҗи ататүрк һәйкилиниң йупуқини ечиш мурасими вашингитондики әң муһим мәйданларниң бири болған шеридан серкелда өткүзүлди.

узун вә җапалиқ иҗазәт елиш җәрйанидин кейин америкадики түркийә әлчиханиси вә америка ататүрк җәмийити һәйкәл лайиһәләш мусабиқиси тәшкилләйду. мусабиқидә һәйкәлтираш җефрей хал чемпийон болуп таллиниду. ататүрк тоғрисида көп нәрсә билмәйдиған җефрей хал ататүркниң омумий позитсийәси вә һәрикитини көрситип беридиған нәччә йүз парчә сүрәт, һәтта кона киноларни көргәндин кейин, ататүркниң һәйвәтлик қамити, қийапити вә һәрикитигә мәһлийа болуп қалиду. 6 ай тәййарлиқ қилиш нәтиҗисидә лайиһәләнгән бу һәйкәл, қолида китаб тутуватқан ататүркниң 40 йаштин ашқан чағлардики образини әкис әттүрүп бериду. бу һәйкәл ататүркниң омумий рәһбәрлик ролини тәкитләйду. қолидики китабқа «нутуқ» дегән хәт йезилиду.

вашингитон D.C ниң әлчихана ров мәһәллисигә җайлашқан түркийә әлчиханиси алдидики аммиви орунға қойулған ататүрк һәйкили, тәхминән 75 әтрапидики әлчихана, консулхана вә әлчихана туралғулири арисидики әң җәлпкар сайаһәт нуқтилириниң биридур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر