сийәз буғдийи һәққидә немиләрни билисиз

дидәм өзташбаши тәрипидин тәййарланған «биливелиң» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида «сийәз буғдийи» һәққидики учурларни силәр билән ортақлишимиз.

1575136
сийәз буғдийи һәққидә немиләрни билисиз

күнимиз буғдийиниң келип чиқиш мәнбәси дәп қариливатқан «сийәз буғдийи»ниң буниңдин 10 миң йил илгири шәрқий җәнубий анадолуда йетиштүрүлгәнликини аңлиғанмидиңиз?

бәзи мәнбәләрдә көрситилишичә, 12 миң йил, йәнә бәзи мәнбәләрдә көрситилишичә, 10 миң йил илгири уруқи елинған сийәз исимлик бир хил буғдай түри, һазир биз ишлитиватқан буғдайниң келип чиқиш мәнбәси дәп қарилиду. дәсләп шәрқий җәнубий анадолуда өстүрүлгән сийәз, заманимизда әң көп кастамоно районида терилиду.

һитит вә фригйанлар тәрдин йетиштүрүлгән сийәз буғдийи дәсләпки чағларда һититчә «зич» дәп атилатти, вақитниң өтүшигә әгишип бу сөз сийәзгә айланди. сийәз буғдийини башқа буғдай түрлиридин пәрқләндүридиған әң муһим алаһидилик, ген қурулмисиниң 10 миң йилдин буйан бузулмай давамлишип кәлгәнликидур.

кепики аз бир хил буғдай түри болған сийәзниң тәркибидә һазирқи буғдайларға қариғанда техиму көп витамин A, төмүр, йопурмақ кислатаси вә синик бар. нурғун тәтқиқатлар шуни испатлидики, һәзим қилиш асан болған сийәз буғдийи сағламлиқ җәһәттиму үстүн әвзәлликләргә игә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر