синҗар райони мәсилиси

күнтәртип вә анализ (57)

1573668
синҗар райони мәсилиси

 

синҗар райони мәсилиси

күнтәртип вә анализ (57)

(җан аҗун)

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә  сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң ташқи сийасәт тәтқиқатчиси җан аҗун тәрипидин тәййарланған «синҗар райони мәсилиси» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

**** **** ** **** * *****

ирақниң шималиға шундақла түркийә вә сүрийәниң кесишиш еғизиға җайлашқан синҗар райони йеқинқи күнләрдә қайтидин күнтәртипкә кәлмәктә. синҗар даешқа қарши күрәш нами билән  п к к терорлуқ тәшкилати тәрипидин чаңгалға киргүзивилинған вә бу тәшкилат тәрипидин ирақ-сүрийә линийәсидики муһим тирансипорт мәркизи сүпитидә ишлитиливатқан бир район. террорлуқ тәшкилатиниң синҗардики мәвҗутлуқи түркийәгә нисбәтән еғир тәһдит дәп қаралмақта. йеқиндин буйан тәшкилатни райондин тазилаш үчүн бәзи муһим илгириләшләрму көрүлмәктә.

ирақта, түркийә-сүрийә кесишиш еғизиға җайлашқан истратегийилик әһмийәткә игә синҗар кәнти узун мәзгилдин буйан бағдат билән әрбил оттурисида ортақлишалмиған район сүпитидә билинәтти. районда әзидийләр йашайдиған болғачқа дунйаниңму бу районға болған қизиқишини қозғиған иди.

әмма 2014-йили даеш терорлуқ тәшкилатиниң райондики әзидийләрни нишан қилған қәтлиамлири вә арқидинла йүз бәргән малиманчилиқтин пайдиланған п к к ниң районни макан тутуши, түркийәниң терорлуққа қарши күриши нуқтисидинму районниң әһмийитини йуқири көтүрүшкә башлиди.  терорлуқ тәшкилати п к к районниң җуғрапийәлик әзвзәлликидин пайдилинип, һәм ирақ-сүрийә линийәсидә муһим бир транспор қанилини контироллуқиға киргүзивалған болди, һәм  бу районда йашаватқан әзидийләрни мәҗбурий қоралландуруп районни өзиниң мәнпәәти үчүн хизмәт қилдүрүшқа башлиған иди. районда кантон мәмурийити қурушқа урунуш билән тәң бир вақитта әзидийләрдин тәшкиллигән «й б ш» қисимлири арқилиқ райондики һакимийитини ашурушқа урунди. бирақ улар шималий ирақ корд районлуқ һөкүмитигә қарашлиқ пәшмәргә қисимлири билән  туқунушқа мәҗбур болди. арқидин түркийәниң арқиму арқа елип барған  һава һуҗумлири п к к ни болушиға аҗизлаштурушқа башлиди. түркийә йәнә бир тәрәптин истихбарат тәшкилати «MIT»  арқилиқ п к к терорлуқ тәшкилатиниң кативашлирини бир бирләп  уҗуқтурушқа башлиди.

бу мәзгилдә, әзидийләрниң п к к ға қарши позитсийә тутқанлиқи вә п к к ниң райондин айрилиши үчүн бесим ишлитишкә башлиғанлиқи көрүлди. ахирида түркийәниңму тәләплири билән бағдат вә әрбил оттурисида һашди шаби вә п к к ға охшаш қораллиқ унсурларни райондин пүтүнләй қоғлап чиқириш келишими имзаланди. мәркизи ирақ армийәсиниң районға кириши билән п к к ға қарашлиқ унсурлар бәзи районлардин чекинип чиққан болсиму, йәнила синҗар йеза қишлақлирида паалийәтлирини давамлаштурмақта. түркийә ирақ армийәсиниң районни пүтүнләй контроллуқи астиға елишида чиң туруп, һәр түрлүк йардәм беришкә очуқ икәнликини тәкитлимәктә. әгәр қисқа вақит ичидә тәләп қилинған қәдәмләр ташланмайдикән, түркийәниң өз алдиға һәрикәт елип беришиниңму һетималлиқи интайин йуқири.

ахирида түркийә нуқтисидин синҗарниң терорлуқ тәшкилати п к к дин тазилиниши дегәнлик, тәшкилатниң ирақ-сүрийә линийәсиниң асасән үзүлиши вә п к к ниң йетим қалдурилиши, дегәнлик болиду. түркийә дөләт мудапиә министири хулуси ақарниң алдинқи һәптә бағдат вә әрбилгә қилған зийаритиниму терорлуққа қарши күрәш вә синҗар мәсилиси нуқтисидин анализ қилиш лазим.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر