түркчә сомалида таллап оқутулидиған дәрслик болиду

йеқинқи йилларда түркийә-сомали мунасивәтлириниң тәрәққий қилиши, иҗтимаий вә мәдәнийәт җәһәттә өзара тәсирләрниң күчийиши нәтиҗисидә, сомали хәлқи әң көп тәләп қилған тил түркчә болди.

1829694
түркчә сомалида таллап оқутулидиған дәрслик болиду

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт муқдишо кочилирида һәммә кочида йаки дуканларда дегидәк түркчә билидиған кишини учритиш мумкин һалға кәлди. муқдишода һечқандақ курсқа берип оқуп бақмиған кишиләрму көргән чатма телевизийә филимлириниң тәсиридә бир қанчә түркчә сөзләрни йадқа билиду.

түркийә маарип аппаратлири кәлгән нурғун тәләпкәҗаваб бериштә қийналмақта. түркчә сомалида мәктәп ролини ойнаватқан вә йүзләрчә бала оқуватқан үч йетим-йисирлар орнида мәҗбурий дәрслик қилип оқутулушқа башланди.

түркчә йунус әмрә иниститути сомали маарип министирлиқи билән бирликтә башлашни пилан қилған лайиһә рамкисида, дәсләптә пайтәхт муқдишода, кейинчә дөләт миқйасида таллап оқутулидиған дәрслик болиду.

муқдишодики йунус әмрә иниститутиниң кординатор вәкили синан дорук 2017-йилдин буйан 5 миңдин артуқ кишигә түркчә дәрс берилгәнликини билдүрди.

у түркчә оқутушни мәктәпләрдин башқа, түркийә һәрбий тәлим-тәрбийә базиси, йетим-йисирлар мәктипи вә сәһийә билимлири универстетида давамлаштуруватқанлиқлирини қәйт қилди.

у сомалида тәхминән 25 оқутқучиниң миңларчә кишиниң түркчә билән тонушушиға вәсилә болғанлиқлирини билдүрүп, курсларда тәләпкә йетишәлмәйватқанлиқлирини әскәртти.

у: «алдимиздики мәзгилләрдә сомали маарип министирлиқи билән бирликтә ортақ лайиһәни әмәлгә ашуруп, түркчини таллап оқутулидиған йаки мәҗбурий оқутулидиған дәрсликкә киргүзүш нишанимиз бар» деди.

у лайиһәниң дәсләптә муқдишода иҗра қилинидиғанлиқини билдүрди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر