бүгүн 23-апрел...

бүгүн түркийә бүйүк милләт мәҗлиси ечилғанлиқиниң хатирә күни... бүгүн түркийә җумһурийитиниң қурғучиси мустапа камал ататүрк балиларға совға қилған 23-апрел игилик һоқуқ вә балилар байрими...

2130938
бүгүн 23-апрел...

түркийә авази радийоси: түркийә җумһурийитиниң қурулушидики әң чоң қәдәм буниңдин дәл 104 йил илгири ташланди... түркийә бүйүк милләт мәҗилиси (т б б м) йиғин чақирди, анадолу уруштин әмдила чиққан болуп, һарғин иди. түркийә бүйүк милләт мәҗилисиниң ечилиши билән хәлқ мустапа камал ататүркниң рәһбәрликидә өз тәқдирини өзи бәлгиләшниң қәдимини ташлиди. шу ләһзиләрдин кейин, игилик һоқуқи шәртсиз һалда хәлқкә тәвә иди.

23-апрел бир әсирдин көпрәк вақиттин буйан бир байрам сүпитидә тәбрикләнмәктә.

ататурк баштин-ахир азадлиқни мәҗлис вә хәлқниң ирадиси арқилиқ қолға кәлтүрүшни ойлайтти. у һәр бир һәрикитидә хәлқкә вәкиллик қилидиған бир ирадини қолға кәлтүрүш үчүн тиришатти. у һәмишә: «пүтүн җаһан шуни билиши керәкки, буниңдин кейин бу милләтниң бешида мәнсәп йоқ, пәқәт бирла күч бар, у болсиму миллий игилик һоқуқтур» дәйтти.

мустапа камал ататүрк хәлқниң тәқдирини хәлқниң өзи бәлгилиши керәкликини йуқиридики сөзи арқилиқ изаһлайтти. у пәқәт бирла һоқуқниң барлиқини, у болсиму хәлқниң қәлби вә виҗдани икәнликини оттуриға қойатти.

түркийә бүйүк милләт мәҗилиси 1920-йили 4-айниң 23-күни җүмә намизидин кейин хәлқниң дуаси билән ечилди, 1921-йили 23-апрел байрам сүпитидә тәбриклинишкә башланди, 1929-йили 23-апрел мустапа камал ататүрк балиларни игилик һоқуқниң асасий дәп қариғанлиқи үчүн, бу байрамни балиларға һәдийә қилди. әнә шу күндин буйан 23-апрел миллий игилик һоқуқ вә балилар байрими сүпитидә тәбриклинип кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر