сербийә сақчилири намаз оқуған бошнақларға җәриманә қойди

боснийә-гиртисговенада сербийә сақчилири намаз оқуған бошнақларға җәриманә қойди.

1766654
сербийә сақчилири намаз оқуған бошнақларға җәриманә қойди

түркийә авази радийоси хәвири: сербларниң ирқчилиқ тәшәббуслири давамлашмақта.

боснийә-гиртисговенада сербийә җумһурийити чегралири ичидин орун алған, сарайивоға йеқин требевич районида, дин мәдәнийитии оқутқучисини өз ичигә алған 2 киши, һәмраһлиқидики 20 оқуғучи билән бирликтә требевич теғиға сәйлигә чиқти вә бу йәрдә пешин мамизи оқуди.

шәһәргә қайтиш йолида сақчи әтрәтлири тәрипидин тохтитилған вә «аммиви сорунларда намувапиқ һәрикәт қилиш» билән әйибләнгән бу гуруппиға, 50 йавро җәриманә қойулди.

бу гуруппа җазаға етираз билдүргән чағда, сақчилар уларға, «бу бизниң районимиз, шуңа бу йәрдә намаз оқуйалмайсиләр» дәп җаваб бәрди.

гуруппа өзлири дуч кәлгән бу әһвал сәвәбидин сот мәһкимисигә әрз сунидиғанлиқлирини ейтқанда, сақчилар җазани бикар қилди.

гуруппа, соғуқта бәш саәт сақлитилғандин кейин, қайтиш үчүн қоллинилидиған  кабел йоли тақалғанлиқтин, пийадә һалда қайтишқа мәҗбур болди.

игилинишичә, адаләтсиз муамилигә учриған бошнақлар, сот мәһкимисигә әрз сунушқа тәййарланмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر