дунйа миқйасида йеқинқи йәттә йил «әң иссиқ йиллар» болған

йавропа иттипақи коперникус (Copernicus) килимат өзгириш пирограммисиниң йиллиқ тәтқиқат мәлуматлириға асасланғанда, атмосфера сәра газиниң зичлиқи 2021-йили бойичә давамлиқ ашқан.

1760277
дунйа миқйасида йеқинқи йәттә йил «әң иссиқ йиллар» болған

түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи йәттә йилда, дунйада карбон оксид вә метан газ сәвийәси рекорт сәвийәгә ашқан.

дунйаниң һәрқайси җайлиридики орман от апитидин карбон қойуп бериш омумий миқдари, болупму сибирийәдики от апитиниң түрткисидә 1850 мегатонға йәткән. бу сан алдинқи йили 1750 мегатон иди.

2021-йили дунйаниң йиллиқ оттуричә температуриси 1991-йилдин 2020-йилғичә болған арилиқтики температурадин 0.3 градус, санаәттин илгирики оттуричә сәвийәдин 1.1-1.2 градус йуқири болған.

шундақ қилип, 2015-2021-йиллири дунйа бойичә тарихтики әң иссиқ 7 йил болған.

бу мәзгилдә, 2015-, 2018- вә 2021-йиллири көзгә көрүнәрлик болған. йавропа 2021-йили ақдеңизда қаттиқ иссиқ долқунлири вә оттура йавропада кәлкүн апәтлири көп йүз бәргән бир йазни баштин кәчүргән.

оттуричә температура қиммити әң йуқири районлар, сибирийәниң ғәрби вә әң шәрқи,  алйаска вә тинч окйанниң оттура һәмдә шәрқий қисимлири, австиралийәниң көп қисми, антарактиканиң бир қисим җайлири болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر