америкада 581 йилдин буйанқи әң узун ай тутулди

америкада «Beaver Moon» дәп атилидиған нойабир толунай вә 581 йилдин буйанқи әң узун ай тутулуш һадисси көрүлди.

1736162
америкада 581 йилдин буйанқи әң узун ай тутулди

түркийә авази радийоси хәвири: америкада «Beaver Moon» дәп атилидиған нойабир толунай америка шәрқ вақти 01:02 дә башланди. йеқинқи 581 йилниң әң узун ай тутулуши җәрйанида, айниң %97 и йәр шариниң көләңгиси астида қалди вә бу үч саәт 28 минут 23 секунт давамлашти.

2021-йилдики әң ахирқи ай тутулуш, шималий вә җәнубий америка, австиралийә, йавропа вә асийаниң бәзи районлирида көрүлди.

ай өз орбитасида айланғанда, йәр шариниң көләңгиси астиға кириши билән ай тутулуш йүз бериду.

нойабир толунайда көрүлидиған қизил рәң сәвәбидин «қанлиқ ай» дәпму атилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر