алмутада түркийә филимлири фестивали һәптиси өткүзүлди

қазақистанниң мәдәнийәт пайтәхти алмутада 6-қетимлиқ түркийә филимлири фестивали һәптиси кино-филим һәвәскарлириниң қизғин алқишиға еришти.

1726240
алмутада түркийә филимлири фестивали һәптиси өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министирлиқиниң күч чиқириши вә түркийәниң алмутадики консолханисиниң қоллиши билән <<йәрлик чүшәнчә җәмийити>> тәрипидин өткүзүлгән 6-қетимлиқ түркийә филимлири һәптисиниң ечилиши, алмутадики арман кино залида <<7-камирдики мөҗизә>> филиминиң қойулуши билән башланди.

паалийәт вәсилиси билән, түркийәлик артислар һәвәскарлири билән көрүшти.

түркийә филимлири һәптисидә, даңлиқ режиссорларниң мукапатқа еришкән әсәрлири қойулиду. филим көрситиш ахирлашқандин кейин, сәнәтчиләр билән тамашибинлар өзара көрүшиду.

қериндаш дөләтләр арисида кино-филимниң күчигә тайанған бир көврүк бәрпа қилишни нишан қилған түркийә филимлири һәптиси, 31-өктәбир (2021) гичә давамлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر