америка мутәхәссислири 60 йаштин йуқири бимарларға аспирин бәрмәсликни тәкитлиди

америкадики бир түркүм мутәхәссисләр дохтурларни йүрәк кесили йаки паләч хәвипи бар 60 йаш вә униңдин йуқири бимарларға төвән миқдарда аспирин бәрмәсликни агаһландурди.

1719005
америка мутәхәссислири 60 йаштин йуқири бимарларға аспирин бәрмәсликни тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири:  америкадики бир түркүм мутәхәссисләр дохтурларни йүрәк кесили йаки паләч хәвипи бар 60 йаш вә униңдин йуқири бимарларға төвән миқдарда аспирин бәрмәсликни агаһландурди.

мустәқил пидаий мутәхәссисләрдин тәшкилләнгән америка алдини елиш хизмәт гурупписи, болупму йүрәк кесили йаки паләч болуп бақмиған йашанған бимарлар аспирин ишләткәндә пәйда болидиған әкс тәсирләрниң пайдисидин көп икәнликини елан қилди.

мутәхәссисләр гурупписи төвән миқдардики аспиринниңму 60 йаш вә униңдин йуқири бимарларда, һәзим қилиш системисида һайатиға хәвп йәткүзидиған қанашларни вә йараларни пәйда қилидиғанлиқи тоғрисида агаһландурди.

мәзкур гуруппа йәнә, чоң үчәй ракиға гириптар болғанларниң төвән миқдардики аспирин ишлитиши һәққидә 2016-йили бәргән тәклипини қайтурувалидиғанлиқини уқтурди.

байанатта, 40 йашлардики қанаш хәвипи болмиған кишиләргә алдини елиш характерлик аспирин ишлитишниң пайдилиқ болуши мумкинлики, 50 йашлардики кишиләргә болса, пайдисидин зийининиң көп икәнлики қәйт қилинди.

йүрәк кесилигә гириптар болған бимарларда төвән миқдардики аспиринни давамлиқ ишлитиш тәвсийә қилинди.

ағриқ пәсәйткүчи дәп қарилидиған аспиринниң қанни суйуқландуруш роли сәвәбидин йүрәк кесили вә сәктә хәвипи барларниң қан уйушушини алдини елиш мәқситидә, 81 миллигирамдин 100 миллигирамғичә төвән миқдарда ишлитиши тәвсийә қилинатти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر