канадада оқуйдиған түрк оқуғучилар хәлқаралиқ мусабиқидә үчинчи болди

канада бритиш коломбийә универстети (British Columbia) да оқуватқан кутһан чәләби канадада өткүзүлгән йаш аләм игилик тиклигүчиләр мусабиқисидә гурупписидикиләр билән үчинчи болди.

1608209
канадада оқуйдиған түрк оқуғучилар хәлқаралиқ мусабиқидә үчинчи болди

түркийә авази радийоси хәвири: канада бритиш коломбийә универстетида оқуиватқан кутһан чәләби анадолу агентлиқиниң зийаритини қобул қилип, хәлқаралиқ мусабиқә болған «аләмни байқайдиған вә тәрәққий қилдуридиған оқуғучилар» (Students for Exploration and Development of Space) җәмийити тәрипидин өткүзүлгән «йаш аләм игилик тиклигүчилири» (Young Space Entrepreneurs) мусабиқисигә, үч кишилик гурупписи билән қатнашқанлиқини билдүрди.

у пүткүл канададин қатнашқан командилар арисида үчинчи болғанлиқлирини әскәртип, дәриҗигә еришкән лайиһәниң аләм тәтқиқатлири тәннәрхини азайтидиғанлиқини қәйт қилди.

у алимлар тәрипидин аләм ишлири үчүн тәрәққий қилдурулған нурғун илмий тәтқиқатларниң, гуваһнамә елиш вә аләм синақлири үчүн нөвитини күтүватқанлиқини, бу мусапиниң наһайити узун вә интайин қиммәт икәнликини, хәлқаралиқ аләм понкитидики бир астрономниң тәтқиқатчилар тәрипидин сетивелинған бир саәтлик һәққиниң 130 миң америка доллири икәнликини билдүрди.

у өзлириниң лайиһәлириниң, бу ишларни астрономларға еһтийаҗи чүшмәстин аптоматик әмәлгә ашуридиған бир қатар машина адәм вә аптоматик системилирини өз ичигә алидиғанлиқини әскәртти.

у: «бу һәм қиммәт, узун мусапини әмәлдин қалдуриду, һәмдә илмий тәтқиқатларниң қисқа вақит ичидә нәтиҗигә еришишини капаләткә игә қилиду» деди.

у аләмдә тартиш күчи йоқ болған әһвалда қилинидиған тәтқиқатларниң милйон доллардин ашидиған тәннәрхи йуқири җәрйанларни бир қанчә һәссә азайтидиған мулазимәт вә мәһсулатларни пәйда қилидиғанлиқини билдүрүп: «аләм саһәсидә топлайдиған тәҗрибилиримдин кейинки күнләрдә дөлитимгә пайда йәткүзүш үчүн пайдилинишни арзу қилимән» деди.     



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر