канада 29-йанварни дөләт хатириләш күни елан қилди

канада 2017-йили кубек (Quebec) шәһиридә йүз бәргән җамә һуҗумида қаза қилғанларни һөрмәтләш вә һайат қалғанлар билән иттипақдашлиқини билдүрүш үчүн, 29-йанвар күнини дөләт хатириләш күни қилип бекитилгәнликини елан қилди.

1573426
канада 29-йанварни дөләт хатириләш күни елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: канада мәдәнийәт министири стевен гуйлбейут (Steven Guilbeault) 29-йанвар күнниң дөләт хатириләш күни қилип бекитилгәнликини елан қилди.

у байанатида, бу күнниң рәсмий рәсмий наминиң «кубек шәһири җамә һуҗуми вә ислам қорқунчиға қарши һәрикәт дөләт хатириләш күни» икәнликини ейтти.

у дөләт хатириләш күнидин ислам қорқунчиға қарши күрәшни илһамландуруш үчүнму пайдилинидиғанлиқини билдүрүп: «ислам қорқунчи, нәпрәт, ашқунлишиш вә бу һәқиқәтләрни инкар қилиш, мәзкур қорқунчлиқ җинайәтниң мәнбәси. ислам қорқунчи һәр йәрдики мусулман җәмийәтләр үчүн конкрет вә күнлүк һәқиқәт һесаблиниду. қурбан болғанларни хатириләш, һәр хил айримичилиқларға қарши күрәш қилиш вә һәммини қучақлайдиған канада бәрпа қилиш мәсулийитимиз бар» деди.

2107-йили  кубек шәһиридики кубек исламий мәдәнийәт мәркизиниң җамәсигә аптоматик қораллар билән һуҗум қилған алексанҗери  биссонет (Alexandre Bissonnette) хуптән намизи оқуватқан җамаәтни оққа тутуп, алтә кишини өлтүрүп, бәш кишини йаридар қилған иди.

вәқәдин кейин тутулған һуҗумчи җинайитини итирап қилған вә муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر