америка алимлири йәр шариға охшайдиған бир пиланета байқиди

америка алимлири бундин 10 милйард йил бурун шәкилләнгән йултуз системиси ичидә қийалиқлири болған бир «дәриҗидин ташқири» пиланета байқиғанлиқлирини елан қилди.

1562654
америка алимлири йәр шариға охшайдиған бир пиланета байқиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка алимлири бундин 10 милйард йил бурун шәкилләнгән йултуз системиси ичидә қийалиқлири болған бир «дәриҗидин ташқири» пиланета байқиғанлиқлирини елан қилди.

алимлар саманйоли системисидин бир қанчә милйард йил кейин шәкилләнгән йултуз системисиниң бир парчиси болған пиланетада, һайатлиққа мунасивәтлик бир аламәтниң тепилмиғанлиқини, әмма узун өмүр көргән буниңға охшаш пиланеталарниң өтмүшидә, һайатлиқ болғанлиқи тоғрисидики еһтималлиқниң йуқири икәнликини билдүрди.

һавай универстетиниң пирофессори лорен вайс (Lauren Weiss) америка астрономийә җәмийитиниң йиллиқ йиғинида: «бизниң йәр шаримиз тәхминән 5 милйард йилдин буйан бар. 10 милйард йилдин буйан әтрапида қийалиқ болған бир пиланетада немиләрниң болуши мумкинликини ойлап беқиңлар. мән чоқум билишни халайттим» деди.

у билим дунйасида һайаҗан пәйда қилған пиланетаниң, униң әтрапида айлинидиған йултузға қарайдиған қисмида магма окйаниниң барлиқини вә ашу йултузниң орбитасида йәнә икки кичик пиланетаниң бар болуш мумкинликини әскәртти.

«TOI-561 b» дәп нам берилгән пиланетаниң йәр шаридин икки һәссә чоңлуқи вә орбетасида айлинидиған йултузниң әтрапидики айлинишини йәр шаридики бир күндин аз болған вқитта тамамлайдиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر