анталйа һолливод чолпанлирини күтүвелишқа тәййарлиқ қилмақта

сайаһәт пайтәхти анталйа һолливод чолпанлирини күтүвелишқа тәййарлиқ қилмақта.

1561781
анталйа һолливод чолпанлирини күтүвелишқа тәййарлиқ қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: 2016- йили хизмәткә кириштүрүлгән анталйадики түркийәниң тунҗи йәрмәнкә райони — өсүмлүкләр бағчиси наһайити чоң кино – филим сүрәткә елиш орниға айландурулмақта.

даңлиқ режиссор гай ритчи билән даңлиқ артис җәйсон статһамни бир йәргә җәм қилидиған елишиш филими — «бәш көз» анталйада сүрәткә елиниду.

буниңға асасән, буниңдин төт йил илгири ақсу наһийәсидики «гүл вә бала» темилиқ мәдәнийәт паалийитигә саһибханлиқ қилған 121 миң кивадрат метирлиқ саһә кино – филим истудийәлиригә айландурулмақта.

ишләпчиқириш әтритиниң шәһәрниң охшимиған җайлирида оқ чиқиридиғанлиқи байан қилинди.

филимниң бәзи қисимлириниң шәһәрниң охшимиған җайлирида сүрәткә елинидиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر