колумбийә исраилийә билән дипломатик мунасивәтни үзди

колумбийә пәләстин хәлқигә һуҗум қилишни давамлаштуруватқан исраилийәгә наразилиқ билдүрүп, тел авив билән болған дипломатик мунасивәтни үзгәнликини рәсмий җакарлиди.

2135321
колумбийә исраилийә билән дипломатик мунасивәтни үзди

түркийә авази радийоси хәвири: колумбийә ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, колумбийә һөкүмитиниң 3-майдин башлап исраилийә дөлити билән дипломатик мунасивәтни үзүшни қарар қилғанлиқи тоғрисидики ағзаки изаһатиниң боготадики исраилийә әлчиханисиға рәсмий йәткүзүлгәнлики уқтурди.

байанатта, колумбийә ташқи ишлар министирлиқидипломатик келишимләр башқармисиниң исраилийә әлчиханисидики дипломатларниң дөләттин айрилиши һәққидики уқтурушини исраилийә әлчиханисиға йәткүзгәнлики билдүрүлди.

әмма байанатта, тел авив вә боготадики консулхана паалийәтлириниң давамлишидиғанлиқи қәйт қилинди.

колумбийә пирезиденти густав петро иҗтимаий таратқудики адресида һәмбәһрилигән учурида, исраилийә билән дипломатик мунасивәтниң үзүлгәнликигә ишарәт қилип: «колумбийә ирқий қирғинчилиқ тәрәптә туралмайду. вәһшийликни тохтитиш үчүн хәлқара қанун қоғдилиши лазим. бүгүнки күндә у дипломатийә, иқтисад вә һәрбий күчниң ипадиси. дипломатийә болса, хәлқниң ортақ әқли болуши вә униң нишани инсанийәтниң тинчлиқиға өзини аташ болуши керәк» деди.

петро 1-майдики байанатида, исраилийәниң ғәззәдә ирқий қирғинчилиқ җинайити садир қилғанлиқини тәкитләп, пәләстин хәлқигә қаратқан һуҗумлири сәвәбидин исраилийә билән дипломатик мунасивәтниң үзүлидиғанлиқини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر