ғәззәдә исраилийәниң қәтлиамлирида өлгәнләрниң сани 35 миң 386 гә йәтти

исраилийә армийәсиниң 2023-йили 7-өктәбирдин башлап ғәззә районида давамлаштуруватқан қәтлиамлирида қаза қилған пәләстинликләрниң сани йеқинқи 24 саәт ичидә 83 адәм көпийип, 35 миң 386 гә йәтти.

2141145
ғәззәдә исраилийәниң қәтлиамлирида өлгәнләрниң сани 35 миң 386 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: ғәззәдики пәләстин сәһийә министирлиқи тәрипидин елан қилған байанатта, исраилийәниң уда 225 күндин буйан ғәззә районида давамлаштуруватқан қәтлиамлири һәққидә мәлумат берилди.

байанатта, исраилийә армийәсиниң йеқинқи 24 саәт ичидә ғәззәниң охшимиған районлирида йүргүзгән 9 қетимлиқ қәтлиамлири давамида йәнә 83 пәләстинликниң һайатидин айрилғанлиқи вә 105 пәләстинликниң йариланғанлиқи байан қилинди.

исраилийәниң 7-өктәбирдин башлап ғәззә районида давамлаштуруватқан қәтлиамлирида қаза қилғанлар саниниң 35 миң 386 гә, йариланғанлар саниниң 79 миң 366 гә йәткәнлики әскәртилди.

байанатта йәнә, харабиликләрниң астида вә йол бойлиридиму өлүкләрниң барлиқи, әмма исраилийә әскәрлириниң тосалғу болуши сәвәбидин давалаш әтрәтлири билән хәлқ мудапиә хадимлириниң җәсәтләрни алалмайватқанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر