нигерийә һөкүмити американи дөләт мәсуллири оғрилиған пулни қайтурушқа чақирди

нигерийә ташқи ишлар министири йүсүп майтама туггар һөкүмәтниң нигерийәлик әмәлдарлар тәрипидин чәт әлгә қачурулған милйонлиған долларни қайтуруп келиш үчүн тиришиватқанлиқлирини билдүрди.

2133715
нигерийә һөкүмити американи дөләт мәсуллири оғрилиған пулни қайтурушқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә ташқи ишлар министири йүсүп майтама туггар америка тәрипидин нигерийәгә қайтурулған 308 милйон долларниң қанчилиған йиллардин бери әткәс қилиниватқан пулларниң нисбитигә селиштурғанда интайин йетәрсиз икәнликини тәкитлиди.

йүсүп майтама туггар нигерийә һөкүмитиниң чәт әлгә қачурулған пулларни тәрәққийат шериклири билән түзгән келишимгә асасән пуқраларниң ортақ мәнпәәти үчүн ишлитидиғанлиқини әскәртип, американи бу пулларни қайтурушқа чақирди.

туггар бу мәбләғләрниң ул-әслиһә тәрәққийатиға аҗритилидиғанлиқини, йол, мәктәп, маарип вә башқа мәбләғ селиш керәк болған муһим саһәләргә ишлитилидиғанлиқини оттуриға қойди.

нигерийә әмәлдарлириниң милйонлиған долларни америка қатарлиқ һәр қайси дөләтләргә қачурғанлиқи билдүрүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر