исраилийә қисимлири ғәззәдики ирқий қирғинчилиқи йәтмәй, ливанғиму һуҗум қилмақта

ғәззәдә ирқий қирғинчилиқини тохтатмиған исраилийә қисимлири, ливанғиму һуҗум қилишни давамлаштурмақта.

2132853
исраилийә қисимлири ғәззәдики ирқий қирғинчилиқи йәтмәй, ливанғиму һуҗум қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә ливанниң җәнубидики бинт җубәйл райониға һавадин һуҗум қилди. һуҗумда 6 киши йариланди.

исраилийә қисимлири йәнә, набатийә вилайитигә қарашлиқ чәба шәһиригиму һуҗум қилди.

һуҗумда, райондики бәзи өйләр вә аптомобиллар ишләткили болмайдиған һалға келип қалди.

иранниң қоллиши астидики һизбуллаһ һәрикити исраилийәниң һуҗумида икки нәпәр һизбуллаһ әзасиниң өлтүрүлгәнликини елан қилди.

һизбуллаһниң һуҗумға җавабән исраилийәниң чегра районидики мерон олтурақ райониға он нәччә катйуша башқурулидиған бомбиси атқанлиқи билдүрүлди.

районда әвҗигә чиққан җиддийчилик ливанниң җәнубида йеңи көчүш долқуни йаратти.

бу қетимқи һуҗумлар түпәйлидин набатийә вилайитидин онлиған киши районни ташлап, бихәтәр районларға көчти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر