хусийлар бу қетим әнгилийә вә либерийәниң игидачилиқики икки сода парахотиға һуҗум қилди

иран қоллап қуввәтләватқан йәмәндики хусийлар қизил деңизда сода парахотлирини һуҗум нишани қилишни давамлаштурмақта.

2132882
хусийлар бу қетим әнгилийә вә либерийәниң игидачилиқики икки сода парахотиға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка мәркизи қоманданлиқ иштаби (CENTCOM) ниң байанатида, «антигуа вә барбуда байриқи селған, либерийәниң башқуришидики <MV MAISHA> намлиқ вә әнгилийәниң игидарчилиқидики панама байриқи есилған, <MV Andromeda Star> намлиқ парахотларға йәмәндики хусийларниң контроллуқи астидики райондин үч парахот соқар баллистик башқурулидиған бомба етилди» дейилди.

<MV Andromeda Star> намлиқ парахотниң азрақ зийан көргәнлики, лекин шундақтиму сәпирини давамлаштурғанлиқи билдүрүлди.

байанатта: «һазирчә америка, йаки бирләшмә қисим тәрипидин вә йаки сода парахотлири тәрипидин доклат қилған бирәрә йарилиниш һадисиси вә йаки еғир зийан йоқ» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر