австиралийәдә бир әскәрниң һуҗрисидин уран тепилди

австиралийәдә бир газармида бир әскәрниң һуҗрисидин уран тепилди.

2128113
австиралийәдә бир әскәрниң һуҗрисидин уран тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: сидней шәһиригә җайлашқан холсвайт газармисида бир әскәрниң һуҗрисиға бесип кирип тәкшүрүш елип берилди вә тәкшүрүштә аз миқдарда уран қолға чүшүрүлди.

австиралийә радийо – телевизийә идариси (ABC) ниң хәвиригә асасланғанда, дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған мәсилигә мунасивәтлик байанатта, мәзкур хәтәрлик материйалниң өйдин чиқирилғанлиқи вә буниң армийәниң паалийәтлири билән һечқандақ мунасивити йоқлуқи тәкитләнди.

тәкшүрүш җәрйанида қолға чүшүрүлгән «аз миқдардики уран» ниң бихәтәр җайға йөткәлгәнлики вә әскәрниң бу маддини тордин сетивалғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر