мирзойан байрамов билән өткүзгән сөһбитидин мәмнунлуқини ипадилиди

әрменийә ташқи ишлар министири арарат мирзойан әриванда хизмәт зийаритидә болуватқан йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати рәиси, малта ташқи ишлар, қошумчә йавропа ишлири вә сода министири иан борг билән көрүшти.

2138976
мирзойан байрамов билән өткүзгән сөһбитидин мәмнунлуқини ипадилиди

түркийә авази радийоси хәвири: әрменийәниң рәсмий хәвәр агентлиқи «әрмәнипрес»ниң хәвиригә қариғанда, мирзойан меһман министирға өзиниң өткән һәптә қазақистанниң алмута шәһиридә әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйһун байрамоф билән өткүзгән сөһбитиниң иҗабий кәйпийатта өткәнликини ейтқан.

мирзойан һәр икки дөләтниң бир-бириниң земин пүтүнлүкини өзара етирап қилиши вә чегра бәлгиләш хизмәтлирини 1991-йилдики алмута хитабнамисиниң көрсәтмилиригә асасән давамлаштуруши керәкликини оттуриға қойған.

министир мирзойан, хитабнаминиң пиринсиплирини әзәрбәйҗан билән елип бериливатқан тинчлиқ келишими сөһбити даирисигә киргүзүшниң узундин буйан давамлишип келиватқан район тоқунушини ахирлаштуруп, җәнубий кавказ районида мәңгүлүк тинчлиқ орнитишни капаләткә игә қилидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини тәкитлигән.

тинчлиқниң муһим тәркибий қисминиң райондики қатнаш линийәсиниң қайта ечиветилиши икәнликигә ишарәт қилған арарат мирзойан, сөзини давамлаштуруп: «биз әзәрбәйҗан билән төмүр йоли торини қайтидин туташтурушқа қизиқимиз, әлвәттә, барлиқ ул әслиһәләр линийә бесип өткән дөләтләрниң игилик һоқуқи астида болиду вә у дөләтләрниң башқуруш түзүмигә асасән һәрикәт қилиду. әлвәттә, бу бәлгилимиләр өзара баравәрлик пиринсипиға <мувапиқ болуши керәк>» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر