белгийәлик оқуғучилар университетлириниң исраилийә билән болған алақисини үзүшини тәләп қилди

белгийәдики бирйуссел әркин университети оқуғучилири исраилийә билән болған барлиқ илмий мунасивәтләрниң тохтитилишини тәләп қилип намайиш қозғиди.

2139018
белгийәлик оқуғучилар университетлириниң исраилийә билән болған алақисини үзүшини тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: «VUB» дегән намда флемис тилида оқу-оқутуш билән шуғуллинидиған бирйуссел әркин университети оқуғучилири мәктәп бағчисиниң ашхана җайлашқан бинасида «орунлишивелиш һәрикити» башлиди.

чедир, әдийал, гиләм, ухлаш халтиси вә йемәкликлирини елип келип бинаға орунлашқан оқуғучилар, тәләплири қандурулмиғучә бинадин айрилмайдиғанлиқини җакарлиди.

оқуғучилар университет рәһбәрликидин исраилийәдики илмий органлар билән болған барлиқ мунасивәтләрни үзүшини тәләп қилди.

белгийәдики университет оқуғучилири америка қошма иштатлирида башлинип йавропаға кеңәйгән наразилиқ һәрикәтлирини 6-майдин тартип қоллашни башлиған болуп, ген, бирйуссел, антверп, левен вә лиге қатарлиқ университетларда намайишлар давамлашмақта.

5-айниң 7-күни бирйуссел әркин университетиниң фирансуз тили бөлүминиң һойлисида башланған исраилийәгә наразилиқ билдүрүш һәрикити нәтиҗисидә, университет рәһбәрлики исраилийәдики икки орган иштирак қилған сүний идрак илмий түридин айрилишни қарар қилғанлиқини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر