русийә первомайскойе олтурақ райониниң контироллиқини қолиға чүшүргәнликини елан қилди

русийә дөләт мудапиә министирлиқи авдививка йөнилишидә украинаниң донетсик областидики первомайскойе олтурақ райониниң контироллиқиниң русийә армийәсиниң қолиға өткәнликини елан қилди.

2127423
русийә первомайскойе олтурақ райониниң контироллиқини қолиға чүшүргәнликини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, русийә һәрбий қисимлириниң 2022 - йили 24 -  февралда башланған русийә-украина урушидики паалийәтлири һәққидә доклат берилди.

доклатта, русийә армийәсиниң украинадики тоқунушиниң давамлишиватқанлиқи әскәртилип, «мәркизий қисим гурупписиға тәвә әтрәтләр авдививка йөнилишидә донетсик хәлқ җумһурийитиниң первомайскойе (первомайске) олтурақ районини қутқузуп, мәвҗут вәзийитини күчәйтти» дейилди.

доклатта, йеқинқи 24 саәт ичидә украина армийәсигә тәвә 222 учқучисиз айропиланниң етип чүшүрүлгәнлики әскәртилип йәнә мундақ дейилди:

«һәрбий һәрикәт башланғандин буйан, 583 айропилан, 270 тик учар, 20 миң 826 учқучисиз айропилан, 501 һава мудапиә башқурулидиған бомба системиси, 15 миң 767 танка вә броневик, 1266 көп нолуқ ракетамийот, 8 миң 849 данә зәмбирәк вә минамйот топи вә 20 миң 960 украина һәрбий аптомобили пачақлап ташланди»

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر