америка украинаға «хавк» һава мудапиә системиси сетип бериду

америка һөкүмити украинаға 138 милйон долларлиқ «хавк» намлиқ һава мудапиә системиси сетип беридиғанлиқини елан қилди.

2126856
америка украинаға «хавк» һава мудапиә системиси сетип бериду

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, кийевниң «хавк» намлиқ һава мудапииә системисини ремонт қилиш вә керәклик запас запчас билән тәминләш тәлипигә йешил чирағ йеқилғанлиқини, украинаға 138 милйон долларлиқ җиддий һәрбий лазимәтлик сетип берилидиғанлиқини уқтурди.

«хавк» мудапиә системисини қоғдап қелишниң украина хәлқиниң мудапиәси вә дөләт ул әслиһәлирини қоғдаш иқтидарини ашуридиғанлиқи әскәртилгән байанатта: «украинаниң русийәниң һуҗумлириға қарши мудапиә иқтидарини ашуруш җиддий еһтийаҗдур» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر