нехаммер түркийәниң украина мәсилисидики мурәсссәчилик роли тоғрисида тохталди

австрийә баш министири карл нехаммер түркийәниң өткүзүлгүси украина тинчлиқ сөһбәтлиридә ойнайдиған мурәссәчилик ролиниң муһимлиқини оттуриға қойди.

2126780
нехаммер түркийәниң украина мәсилисидики мурәсссәчилик роли тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: нехаммер германийәниң «Die Zeit» гезитиниң зийаритини қобул қилғанда, украинадики урушқа хатимә бериш үчүн чоқум тинчлиқ сөһбәтлириниң башлиниши керәкликини тилға елип, украинаниң қирим қатарлиқ қолдин чиқирип қойған земинлирини қайтуруп елиш шәрти билән тинчлиқ пиланини оттуриға қойушиниң кийев һөкүмитиниң мәйдани икәнликини, әмма тинчлиқ сөһбәтлириниңму өзигә лайиқ қаидилири барлиқини, шуңа муһим болғининиң сөһбәтни башлаш икәнликини оттуриға қойди.

нехаммер «украина мәсилисидики мурәссәчилик ролини қайси дөләтниң ойниши керәкликини мувапиқ дәп қарайсиз?» дегән соалға җаваб берип:  «мениңчә түркийә йәнила муһим, чүнки һәр икки тәрәп түркийәни билиду» деди.

хитай вә һиндистан билән бирликтә германийә билән фирансийәниңму һәл қилғуч рол ойнайдиғанлиқини билдүргән нехаммер, австрийәгә бирәр мәсулийәт чүшсә, дөлитиниң уни пүтүн күчи билән орундашқа тәййар икәнликини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر