чекагода сақчилар 96 пай оқ билән бир кишини өлтүрди

американиң чекаго шәһиридә төт сақчи бихәтәрлик тасмиси тақимиғанлиқи үчүн тохтатқан қара тәнлик декстер реди (Dexter Reed) ни, оттурида чиққан етишишта 96 пай оқ билән етип өлтүрди.

2126504
чекагода сақчилар 96 пай оқ билән бир кишини өлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: чекаго сақчиларниң мәсулийитини тәкшүрүш идариси(COPA)  сақчиларниң қолидики 21-март ғәрбий гарфилд бағчиси (West Garfield Park) районида йүз бәргән вә өлүм билән ахирлашқан етишиш вәқәсиниң син көрүнүшини һәмбәһрлиди.

син көрүнүшигә қариғанда, ақ рәңлик аптомобилни қоршиған төт сақчи, 26 йашлиқ редқа «ишикни ач» дәп варқирайду вә арқидин бир-биригә етилған оқ авази аңлиниду.

чекаго сақчиларниң мәсулийитини тәкшүрүш идарисиниң дәсләпки доклатида, биринчи болуп қоралдин оқ чиқарған кишиниң ред икәнлики қәйт қилиниду. арқидин сақчиларниң униңға қаритип оқ чиқарғанлиқи әскәртилсиму, әмма җәмийәткә ашкариланған синларда буниң ениқ әмәслики көрүлди.

дохтурханиға апирилған редниң җенидин айрилғанлиқи, вәқәдә бир сақчиниң биликидин йариланғанлиқи қәйт қилинди.

чекаго сақчиларниң мәсулийитини тәкшүрүш идариси бу қетмқи вәқәни тәкшүрүп, қара тәнлик гумандар йашқа 41 секунтта 96 пай оқ чиқарған сақчиларни, тәкшүрүш ахирлашқичә вәзиписидин қалдурушни тәләп қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر