америка: исираилийә рәфаһқа һуҗум қилиш вақти тоғрисида мәлумат бәрмиди

америка һөкүмити исираилийәниң пәләстинликләр панаһлиниватқан ғәззәниң җәнубиға җайлашқан рәфаһ шәһиригә қуруқлуқтин һуҗум қилиш вақти тоғрисида мәлумат бәрмигәнликини билдүрди.

2126372
америка: исираилийә рәфаһқа һуҗум қилиш вақти тоғрисида мәлумат бәрмиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси маттев миллер күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида, исираилийә баш министири нетанйаһуниң рәфаһ һәрбий һәрикити үчүн вақит бекитилгәнлики тоғрисидики байанати үстидә тохталди.

у қуруқлуқ һәрикитигә мунасивәтлик өзлиригә мәлумат берилмигәнликини билдүрүп: «рәфаһта панаһлиниватқан 1.4 милйон пуқраға мунасивәтлик бихәтәр пиланниң сунулғанлиқини көрмидуқ. кәң көләмлик һәрбий һәрикәт пуқраларға сәлбий тәсир көрситиду вә ахирида исираилийәниң бихәтәрликини хәтәргә иттириду. исираилийәгә рәфаһта қалған һамасни йиңиш вә қанунлуқ нишаниға йетиш үчүн униңдинму йахши бир йол бар, дәп ойлайдиғанлиқимизни ениқ йәткүздуқ» деди.

исираилийә баш министири нетанйаһу рәфаһқа қуруқлуқтин һуҗум қилиш һәққидә тохтилип: «бу әмәлгә ашиду, вақти бекитилди» дегән иди.

дөләт мудапиә министири йов галлант түнүгүн (8-апрел) исраилийә армийәсиниң зор ханивәйранчилиқларни кәлтүрүп чиқарған ғәззәниң җәнубидики хан йунустин җәнубтики рәфаһқа һуҗум қилишқа тәййарлиқ қилиш мәқситидә чекингәнликини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر