америка хусийларниң һава қалқан системисини пачақлап ташлиди

америка йәмәндә иран қоллаватқан хусийларниң һава қалқан системиси, қуруқлуқтин көзитиш истансиси вә қизил деңизда бир учқусини пачақлап ташлиғанлиқини елан қилди.

2126242
америка хусийларниң һава қалқан системисини пачақлап ташлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка мәркизий армийә қоманданлиқ иштаби-сентком (CENTCOM) екс бетидә, хусийларниң һава қалқан системисиниң пачақлап ташланғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, түнүгүн (8-апрел) хусийлар контрол қиливатқан районларда қойуп беришкә тәййар һаләттә турған икки башқурулидиған бомбиси бар һава қалқан системиси вә қуруқлуқтин көзитиш истансисиниң пачақлап ташланғанлиқи билдүрүлди.

хусийлар қизил деңизда қойуп бәргән бир данә учқуниңму пачақлап ташланғанлиқи қәйт қилинған байанатта, хусийларниң 7-апрел бирләшмә қисимниң бир парахотиға башқурулидиған бомба атқанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر