исраилийә ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақта пәләстин хәлқини тутқун қилмақта

исраилийә қисимлири ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақта бесип кирип тутқун қилишни давамлаштурмақта.

2125760
исраилийә ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақта пәләстин хәлқини тутқун қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә қисимлири әлхәлил, җәнин, наблус, тубас, тулкәрим, рамаллаһ вә ериһа шәһәрлиригә бесип кирип тутқун қилиш һәркити елип барди.

һәркәт җәрйанида 3 айални  қошқанда, җәмий 45 пәләстинлик тутқун қилинди.

исраилийәниң ғәззәгә вәһшийанә һуҗумлири башланған 2023 - йили 7 – өктәбирдин буйан, ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақта тутқун қилинған пәләстинликләрниң сани 8080 гә йәтти.

7 – өктәбирдин буйан ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақ вә шәрқий қуддуста пәләстинлик пуқраларға қаритилған тутқун қилиш, бесип кириш вә һуҗум қилиш вәқәлири көпәймәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر