русийәдики бир тосмида партлаш йүз бәрди

русийәниң оренбург райониниң орски шәһиридики бир тосмида партлаш вәқәси йүз бәргәнлики, вәқәдин кейин башланған район аһалисини кәң көләмдә тарқақлаштуруш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.

2125643
русийәдики бир тосмида партлаш йүз бәрди
rusya'da baraj patladi.jpg
rusya baraj patladi.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: орски шәһәрлик һөкүмәт байанат елан қилип, шәһәрни кеисип өтидиған урал дәрйаси тосмисида еғир бузулуш көрүлүп, нурғун җайни кәлкүн бесип кәткәнликини нурғун йеза җайлашқан кона шәһәр аһалисиниң тарқақлаштурулғанлиқини уқтурди.

партлаш кәлкүн апити кәлтүрүп чиқарған апәт районида 4825 өй барлиқиға, 10987 кишиниң қапсилип қалғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, амминиң мәктәпләр вә тәнтәрбийә заллириға охшаш вақитлиқ панаһлиниш мәркәзлиригә елип берилип, давалаш йардими, йемәк-ичмәк вә йатидиған җай тәййарлап берилгәнлики қәйт қилинди.

русийә җиддий әһвал министирлиқиниң бу һәқтики байанатида, қутқузуш әтрәтлириниң шәһәр мәмурийити мулазимити билән бирликтә тосмини күчәйтиш үчүн тиришиватқанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر