зелениский русийәниң 300 миң әскәр сәпәрвәр қилидиғанлиқини илгири сүрди

украина пирезиденти виладимир зеленски русийәниң 7-айниң 1-күнидин башлап 300 миң әскәрни сәпәрвәр қилишни пиланлаватқанлиқини билдүрди.

2124900
зелениский русийәниң 300 миң әскәр сәпәрвәр қилидиғанлиқини илгири сүрди

түркийә авази радийоси хәвири: зеленски финландийә пирезиденти билән өткүзгән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилип: «мән русийәни 1-ийундин башлап 300 миң қошумчә әскәрни сәпәрвәр қилиду, дейәләймән» деди.

мартта «вворстка гезити»му 300 миң қошумчә әскәрниң «харковға һуҗум қилиш» үчүн сәпәрвәр қилинидиғанлиқини йазғаниди؛  гезит пирезидент вә дөләт мудапиә министирлиқиға йеқин бир мәнбәни нәқил кәлтүрүп: «пиланға асасән, нөвәттә харкив бар, әмма шәһәр сақлинип қалиду. буни пәқәт шәһәрни қоршаш арқилиқла ишқа ашуруш мумкин. 300 миң киши кәм. шуңлашқа, иккинчи сәпәрвәрликкә тәййарлиқ қилиш тамамланди» дегәнләрни қәйт қилғаниди.

русийә федератсийәси пирезиденти ахбарат ишлири катипи димитрий песков зеленскийниң сөзини рәт қилди.

русийә дөләт думаси мудапиә комитети рәиси андрей картаполов украина пирезидентниң сөзигә баһа берип: «бизниң сәпәрвәрлик елан қилишқа еһтийаҗимиз йоқ, қораллиқ қисимлиримизниң әскәр қобул қилиш системиси наһайити йахши ишләватиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر