иран исраилийәгә әҗәлилк зәрбә беридиғанлиқлирини ейтип тәһдит салди

иран инқилаб муһапизәтчилири қисимлири байанатчиси, биригада командири рамизан шәриф «пат йеқинда исраилийәгә әҗәллик зәрбиләрни беридиғанлиқлири»ни илгири сүрди.

2124389
иран исраилийәгә әҗәлилк зәрбә беридиғанлиқлирини ейтип тәһдит салди

түркийә авази радийоси хәвири: иран дөләт телевизийәсиниң хәвиригә қариғанда, биригада командири шәриф пайтәхт теһранда өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, иранниң дәмәшиқтики консулхана бинасиға қилинған һуҗум һәққидә тохтилип өткән.

у исраилийәниң йеқиндин буйанқи мәғлубийәтлириниң интиқамини иран инқилаб  муһапизәтчилири қисимлириниң қоманданлиридин елишқа урунуватқанлиқини билдүрүп: «улар һеч бир йәргә баралмайду, бу һәрикәтләр қисимлиримизниң кәйпийатини һәссиләп йуқири көтүриду. иншааллаһ йеқинда зийонист түзүмгә техиму әҗәллик зәрбиләрниң берилгәнликигә шаһит болимиз» деди.

исраилийә 1-апрел дәмәшиқтики иран консулхана бинасиға һава һуҗум қилип, иран инқилаб  муһапизәтчилири қисимлириниң икки генералини өз ичигә алған йәттә хадимини өлтүргәниди.

әң қисқа вақит ичидә һуҗумниң интиқамини алидиғанлиқини билдүргән иран, вәқәниң җавабкариниң америка қошма иштатлири икәнликини илгири сүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر