русийә: москвадики һуҗумниң излири украинағичә кеңийиватиду

русийә консерт залидики террорлуқ һуҗуминиң изиниң украина истихбарат тармақлириғичә кеңәйгәнликини елан қилди.

2124424
русийә: москвадики һуҗумниң излири украинағичә кеңийиватиду

түркийә авази радийоси хәвири: русийә бихәтәрлик кеңиши катипи николай патрушеф қазақистанниң пайтәхти астанада өткүзүлгән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр бихәтәрлик кеңиши секретарлириниң 19-қетимлиқ йиғинида сөз қилди.

русийәниң пайтәхти москвадики консерт залида йүз бәргән террорлуқ һуҗумини украина һөкүмити әмәс, бәлки русийәдә чәкләнгән даешниң афғанистан тармиқиниң садир қилғанлиқи қаришини теңишқа урунулуватқанлиқини билдүргән патрушеф, һуҗумниң излириниң болса, пүтүнләй америка қошма иштатлири тәрипидин контрол қилиниватқанлиқини һәммә наһайити йахши билидиған кийев һөкүмити башқурушидики украина истихбарат тармақлириғичә кеңәйгәнликини илгири сүрди.

патрушеф даеш, әлқаидә вә башқа террорлуқ тәшкилатлириниңму вашингтон тәрипидин қурулғанлиқи қаришини оттуриға қойди.

москвадики «крокус шәһәрлик һөкүмәт зали» намлиқ консерт залида 22-март кәчтә қораллиқ кишләр тәрипидин террорлуқ һуҗуми садир қилинип, 143 адәм һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر