исраилийәдә нетанйаһуға қарши намайишлар давамлашмақта

исраилийәниң пайтәхти тел авивда һөкүмәткә қарши намайишлар үзүлмәй давамлашмақта.

2122588
исраилийәдә нетанйаһуға қарши намайишлар давамлашмақта
tel aviv netanyahu karsiti gosteri.jpg
tel aviv netanyahu karsiti gosteri.jpg
tel aviv netanyahu karsiti gosteri.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: намайишчилар әсир алмаштуруш чақириқини тәкрарлап, баш министир бенйамин нетанйаһуниң вәзипсидин елип ташлинишини вә муддәттин илгири сайлам өткүзүлишини тәләп қилди.

намайишта, исраилийәниң ғәззәдә садир қилған уруш җинайәтлири тәрәпкә һәмминиң диққити тартилди.

исраилийә дөләт мудапиә министирлиқиға қарап йүрүш қилған намайишчилар, мәшәлләрни көтүрүшүп исраилийә баш министири нетанийаһу вә һөкүмитидики сийасионларға қарши лозунка вә пилакатларни ачти.

намайишчилар министирлиқ алдида охшашмиған җайларға гүлхан йақти.

исраилийә сақчилири намайишчиларға йуқири бесимлиқ су билән арилишип, икки кишини назарәткә алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر