пакистанда шиддәтлик йамғур сәвәбидин 8 киши қаза қилип, 12 киши йариланди

пакистанниң ғәрбий шималидики хәйбәр пахтонхва өлкисидә шиддәтлик йамғур сәвәбидин 8 киши қаза қилип, 12 киши йариланди.

2122545
пакистанда шиддәтлик йамғур сәвәбидин 8 киши қаза қилип, 12 киши йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: хәйбәр пахтонхва өлкисигә қарашлиқ бәзи районларда шиддәтлик йамғур сәвәбидин өйләрниң өгзиси өрүлүп чүшти, кәлкүн апити йүз берип, бәзи йоллар тақилип қалди.

кәлкүн вә шиддәтлик йамғур сәвәбидин келип чиққан вәқәләрдә көпинчиси кичик балилар болуп, җәмий 8 киши қаза қилди.

вилайәттики кәлкүн вә өгзә өрүлүп чүшүш вәқәлиридә, 12 киши йариланди,  икки кичик бала кәлкүндә йоқап кәтти.

қаза қилғанлардин үч кишиниң охшаш бир аилидин 3 йаштин 7 йашқичә болған ака-укилар икәнлики билдүрүлди.

даириләр бихәтәрлик тәдбирлири сәвәбидин райондики бәзи йолларниң тақалғанлиқини елан қилди.

хәйбәр пахтонхва өлкисидә 2 – марттиму шиддәтлик йамғур сәвәбидин бәзи өйләрниң өгзиси өрүлүп чүшкән вә бир қисим өйләрниң тағ сийрилип чүшүп, тупрақ астида қилиши сәвәбидин тәхминән 30 киши қаза қилған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر