ақсарай: нетанйаһу америкаға вәкилләр өмики йоллайду

америка қошма иштатлири исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһуниң ғәззәниң җәнубиға җайлашқан рәфаһ шәһиригә қилиниш мумкинчилики болған қуруқлуқ һуҗумини музакирә қилиш үчүн, вашингтонға вәкилләр өмики әвәтишни қобул қилғанлиқини билдүрди.

2121573
ақсарай: нетанйаһу америкаға вәкилләр өмики йоллайду

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай байанатчиси карин жан пйер мухбирларни күтүвелиш йиғинида бу тоғрилиқ байанат елан қилип, исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу ишханисиниң вәкилләр өмикиниң зийаритини қайтидин орунлаштурушқа қошулғанлиқини, америка билән исраилийәниң йеңи бир күнни бекитиш үчүн, сөһбәтлишишни башлиғанлиқини ейтти.

жан пйер исраилийәниң рәфаһқа қаритиш мумкинчилики болған қуруқлуқ һуҗумини музакирә қилиш йиғининиң қайта орунлаштурулидиғанлиқини билдүрүп: «биз бу йәрдә рәфаһ һәрикәтлирини музакирә қилиш һәққидә келишим түзүлгәнликини унтуп қалмаслиқимиз керәк». деди.

б д т хәвпсизлик кеңиши 3-айниң 25-күни қарар мақуллап, ғәззәдә даимий уруш тохтитишқа айландурушқа болидиған шәкилдә рамизанда дәрһал уруш тохтитишни тәләп қилғаниди.

америка бу қарар лайиһәсини рәт қилмиған болғачқа, исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу «қилиниш мумкинчилики болған рәфаһ һуҗумлирини музакирә қилиш үчүн» вашингтонға баридиған исраилийә вәкилләр өмикиниң зийаритини әмәлдин қалдурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر