америка қошма иштатлирида йеңи бир «җорҗ флойд вәқәси» мәйданға кәлди

америка қошма иштатлириниң охайо иштатида сақчиларниң фиранк тайсон исимлик бир қара тәнлик америкалиқни назарәт астиға елиш җәрйанида өлтүрүвәткәнлики ашкариланди.

2132692
америка қошма иштатлирида йеңи бир «җорҗ флойд вәқәси» мәйданға кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: сақчиларниң қоллири арқа тәрәптин кишәнләнгән франк тайсонниң бойниға қаттиқ басқанлиқи, нәпәс алалмиған тайсонниң һайатидин айрилғанлиқи билдүрүлди.

18-апрел йүз бәргән бир қатнаш вәқәсигә арилишип қалғандин кейин қачқанлиқи илгири сүрүлгән қара тәнлик америкалиқ тайсонниң назарәт астиға елиниш җәрйаниға даир син көрүнүшләр оттуриға чиқти.

көрүнүшләрдә, сақчиларниң тайсонни бир ресторанда назарәт астиға елип, йәргә йатқузуп, қоллирини арқиға қайрип кишән салғанлиқи, тайсонниң сақчиларға қайта-қайта «улар мени өлтүрмәкчи болуватиду», «мән нәпәс алалмайватимән» дегән һаләтләр бар.

бу көрүнүшләр 2020-йили сақчиларниң мушуниңға охшаш зораванлиқи нәтиҗисидә өлтүрүлгәндин кейин, кәң көләмлик наразилиқ һәрикәтлирини кәлтүрүп чиқарған америкалиқ қара тәнлик җорҗ флойидниң өлүми билән селиштурулди.

сақчиларниң байанатиға қариғанда,  тайсон дохтурханиға елип берилғандин кейин қаза қилған болуп, вәқәгә четишлиқ сақчилар тәкшүрүлүши үчүн хизмәттин тохтитилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر