кувәйт әмири әрдоғанға телеграмма йоллап, миннәтдарлиқини ипадилиди

кувәйт әмир мәшәл әләһмәд әлҗабир әссабаһ пайтәхт әнқәрәдики зийарити җәрйанида җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин сунулған «дөләт шәрәп ордени» үчүн миннәтдарлиқ билдүрди.

2137042
кувәйт әмири әрдоғанға телеграмма йоллап, миннәтдарлиқини ипадилиди

түркийә авази радийоси хәвири: кувәйт рәсмий хәвәр агентлиқи —кунаниң хәвиригә қариғанда, әссабаһ әрдоғанға телеграмма йоллап: «түркийәдин хушаллиқ ичидә айрилдуқ. икки дост дөләт вә уларниң хәлқи оттурисидики йеқин тарихий риштиниң чоңқурлуқини вә йеқин достлуқни әкс әттүрүп бәргән, биз вә һәмраһлиқимиздики һәйәткә намайан қилинған меһмандостлуқ үчүн, «әрдоғанға миннәтдарлиқимизни билдүримиз» дегән.

кувәйт әмири әссабаһниң әнқәрәдики зийаритиниң «ортақ нишан вә өзара мәнпәәтни асас қилип, барлиқ саһәләрдә икки дөләт хәлқниң үмиди вә арзусини қандуридиған шәкилдә бәрпачи һәмкарлиқларни орнитиш үмидини күчәйткәнлики» тәкитләнди.

«дөләт шәрәп ордени» тәқдим қилған җумһур рәис әрдоғанға «әң чоңқур миннәтдарлиқи»ни ипадилигән вә буниңдин иптихараланғанлиқини билдүргән кувәйт әмири, әрдоғанниң бу илтипатиниң «икки дост дөләт оттурисидики һәмкарлиқ вә достлуқ мунасивитиниң чоңқурлуқини әкс әттүрүп беридиғанлиқи»ни оттуриға қойди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн кувәйт әмири мәшәл әләһмәд әлҗабир әссабаһ билән көрүшүп, икки дөләтниң иқтисадий вә сода мунасивити һәмдә исраилийәниң ғәззәгә қилған һуҗумлирини музакирә қилғаниди.

җумһур рәисәрдоған кувәйт әмири әссабаһқа дөләт ордени тәқдим қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر