афғанистандики кәлкүндә қаза қилғанларниң сани 400 гә йәтти

афғанистанниң түркмәнистан чеграсиға йеқин фәрйаб өлкисидә кәлкүн сәвәбидин кәм дегәндә 18 киши қаза қилди.

2141276
афғанистандики кәлкүндә қаза қилғанларниң сани 400 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи бир нәччә һәптә ичидә афғанистанниң шималидики өлкиләрдә шиддәтлик йамғур кәлтәүрүп чиқарған кәлкүндә қаза қилғанларниң сани 400 гә йеқинлашти. фәрйаб өлкисидә кәлкүн сәвәбидин кәм дегәндә 18 кишиниң қаза қилғанлиқи уқтурулди.

икки миң модин артуқ деһқанчилиқ йери ишләткили болмайдиған һалға келип қалди.  1000 дин артуқ өй зийанға учриди, 300 дин артуқ һайван һалак болди.

ғор өлкисидә һәддидин зийадә йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүндә аз дегәндә 50 кишиниң қаза қилғанлиқи вә онлиған кишиниң йоқап кәткәнлики елан қилинди.

алдинқи һәптә афғанистанниң шималидики бағлан, бәдәхшан вә таһар өлкилиридә йүз бәргән кәлкүнму еғир зийанларни кәлтүрүп чиқарған болуп, 300 дин артуқ киши қаза қилған иди.

афғанистанда қиш айлирида йағқан қарниң һаварайиниң иссишиға әгишип ерииши вә шиддәтлик йамғур сәвәбидин йүзбәргән кәлкүнләр инсанларниң һайати вә мал-мүлүкигә еғир зийанларни салмақта.

афғанистанда мушу вәҗидинла һәр йили нәччә йүзлигән киши һайатидин айрилип қалмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر