исраилийәниң ғәззәдә уҗуқтурулған әскәрлирниң сани ашмақта

пәләстин қаршилиқ көрситиш һәрикити һамасниң һәрбий қанити иззиддин әлқассам биригадиси ғәззәниң җәнубидики рафаһ шәһириниң шәрқидә йәнә 5 исраилийә әскирини уҗуқтурғанлиқини елан қилди.

2141227
исраилийәниң ғәззәдә уҗуқтурулған әскәрлирниң сани ашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: қассам биригадисиниң телеграмма һесабида елан қилинған йазма байанатида: «муҗаһидлиримиз зионист пийадә әскәрләр қошунини һәрбий хадимларға қарши мина билән уҗуқтурушта утуққа еришти» дейилди.

рафаһниң шәрқидики табин мәсчити әтрапида елип берилған һәрикәттә, 5 исраилийә әскириниң уҗуқтурулғанлиқи вә 1 исраилийә әскириниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

иззиддин әлқассам биригадисиниң түнүгүнки байанатида, рафаһниң шәрқидә 15 исраилийә әскириниң уҗуқтурулғанлиқи вә җибалийә панаһланғучилар лагери районидиму исраилийәгә тәвә  «апачи» тик учарниң етип чүшүрүлгәнлики билдүрүлгән иди.

исраилийә қисимлири 7 - өктәбирдин буйан ғәззәдә 628 әскириниң өлтүрүлгәнликини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر