русийәдики террорлуқ һуҗумида қаза қилғанларниң сани 137 гә өрлиди
русийәниң пайтәхти москвада крокус шәһәрлик һөкүмәт бинасида җүмә күни (22-март) йүз бәргән террорлуқ һуҗумида қаза қилғанларниң сани 137 гә өрлиди.
түркийә авази радийоси хәвири: русийә тәкшүрүш комитети (SLEDCOM) һуҗумда қаза қилғанлар саниниң 137 гә өрлигәнликини, булардин үч нәпириниң кичик бала икәнликини елан қилди.
русийә тәкшүрүш комитетиниң байанатида, нәқ мәйданни тәкшүрүш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқи вә һазирғичә 62 җәсәтниң кимлики ениқланғанлиқи уқтурулди.
бу җәрйанда, һуҗумға четишлиқ назарәткә елинған 11 гумандардин 4 нәпири москва басманний районлуқ сот мәһкимисидә сотқа чиқирилди.
гумандарлардин таҗикистан пуқралири далерҗон мирзойев, сәйдакрам муродәли рачабализода, фаридуний шәмсидин вә муһәммәдсобир файзофниң 22 - майғичә тутуп турулуши қарар қилинди.
файзофниң сотқа дохтурниң һәмраһлиқида чақлиқ орундуқта елип келиниши, башқа гумандарларниң болса, йүзлиридики ишшиқ вә җараһәтләрһәмминиң диққитини тартти.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
нигерийәдә бир җамәдә партлаш йүз берип 11 адәм қаза қилди
нигерийәниң кано өлкисидики бир җамәдә йүз бәргән партлашта 11 адәм һайатидин айрилди.