антоний блинкен москвада консерт залиға қилинған террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйиблиди

америка ташқи ишлар министири антоний блинкен русийәниң пайтәхти москвада консерт залиға қилинған террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйиблиди.

2119379
антоний блинкен москвада консерт залиға қилинған террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: антоний блинкен йазма байанатида һуҗумда қаза қилғанларниң йеқинлириға тәзийә теләклирини йоллап: «һәр хилдики террорлуқни әйибләймиз вә бу дәһшәтлик вәқәгә қайғуриватқан русийә хәлқи билән һәмкарлиқ ичидә икәнликимизни билдүримиз» деди.

блинкен американиң москвадики әҗәллик террорлуқ һуҗумини күчлүк әйибләйдиғанлиқини тәкитлиди.

русийәниң пайтәхти москвадики крокус шәһәрлик һөкүмәт консерт залида 22-март кәчтә қораллиқ кишиләр тәрипидин террорлуқ һуҗуми елип берилған иди.

һуҗум қилғучилар аптоматик қораллар билән залдикиләрни қалаймиқан оққа тутқан иди.  

консерт зали җайлашқан бинаниң өгзисидә от апити йүз берип, қисқиғинә вақиттин кейин өгзә өрүлүп чүшкән иди.

русийә даирилири һуҗумда 133 кишиниң қаза қилғанлиқини елан қилған вә вәқәдә 100 дин артуқ кишиниң йариланғанлиқини билдүргән иди.

терорлуқ тәшкилати даеш һуҗумниң җавабкарлиқини өз үстигә алған иди.

һуҗумни тәшкиллигән 4 террорчиниму өз ичигә алған 11 кишиниң қолға елинғанлиқи елан қилинди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر